әскишәһирдә норуз тәнтәниси

түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини «норуз байримини тәбрикләш паалийәтлири» даирисидә әскишәһирдә түрлүк паалийәтләрни уйуштурди.

1168959
әскишәһирдә норуз тәнтәниси

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини тәрипидин әскишәһирдә елип берилған «норуз байрими» ни тәбрикләш паалийәтлири, муавин җумһур рәис  фуат октай, түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргининиң башлиқи абдуллаһ әрән, әскишәһир парламент әзаси наби авҗи, анадолу университетиниң мудири пирофессор доктор шафақ әртан чомақли, т р т баш мудири ибраһим әрән, түрк дунйасиниң вәкиллири вә оқуғучиларниң иштирак қилишида ишқа ашурулди.

 

норуз түрк дунйасиниң ортақ мәдәнийәт мирасидур

 

муавин җумһур рәис  фуат октай әскишәһирдә өткүзүлгән «норуз байрими» ни тәбрикләш паалийәтлиридә қилған сөзидә,  оттура асийадин балқан райониғичә пайансиз җуғрапийәдә тәбриклиниватқан «норуз байрими» ниң пүткүл  инсанийәт үчүн йахшилиққа вәсилә болушиға тиләкдашлиқ билдүрүп мундақ деди: «<норуз> әҗдадлиримиздин бизгә йадикар қалған түркистанда барлиққа кәлгән бәрикәт вә сөйгү байримидур. норуз түрк дунйасиниң ортақ мәдәнийәт мирасидур. биз шундақ бәхтликмизки, бүгүн дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сиз йашлар билән бирликтә бу қутлуқ байрамни тәбрикләватмиз. охшимиған алаһидилик һәм әвзәлликлиримизни пүтмәс - түгимәс байлиқимиз дәп қарап, һечкимни чәткә қақмастин вә йетирқимастин қериндашлиқ муһити астида бирликтә <норуз байрими> ни тәбрикләватимиз. бу әһмийәтлик паалийәтләрни уйузштурған, бу мунасивәт билән бизни бир йәргә җәм қилған анадолу университетимизға вә түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргинимизға көптин- көп рәһмәт ейтимән.»

 

түркийә дунйаниң норузи үчүн күрәш қилмақта

 

йиғинда сөз қилған түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргининиң башлиқи абдуллаһ әрән болса, түркийәниң рәсмий чегралириниң сиртидики кәң кәткән көңүл җуғрапийәсигә игә икәнликини тәкитләп өтти. түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргининиң дунйаниң һәрқайси җайлиридики қериндаш вә туғқан хәлқләр билән қайтидин қизғин вә сәмимий мунасивәтләрни орнитиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүргән әрән, «биз бир императорлуқниң варислиримиз. гәрчә 784 миң кивадрат километирлиқ бир вәтинимиз болсиму, османли империйәсиниң мирасчилири болғанлиқимиз үчүн наһайити көп ирқдешимиз, наһайити көп қериндашлиримиз чеграмизниң сиртида йашимақта. дунйаниң һәрқайси җайлирида түркчә сөзлишидиған хәлқләр бар. бу хәлқләр билән қизғин вә сәмимий мунасивәтләрни орнитиш мәҗбурийитимиз бар» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر