бишкәктә норуз байрими тәбрикләнди

қирғизистанда бирлик, баравәрлик вә баһарниң келишиниң символи болған норуз байрими қизғин кәйпийат ичидә тәбрикләнди.

1168097
бишкәктә норуз байрими тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистанда мәдәний, иҗтимаий вә тәнтәрбийә түридики паалийәтләр өткүзүлүп тәбриклиниватқан норузниң әң тәнтәнилик соруни пайтәхт бишкәктики чоң мәйдан болди.

хәлқ сәнәтчилириниң номурлири билән башланған паалийәт рәңдар көрүнүшләргә сәһнә болди.

паалийәттә соғуқ қиш мәвсумидин кейин баһардин бишарәт бәргән қуйашниң көтүрүлүши, уруқларниң терилиши вә айалларниң дуаларни қилип баһарни күтүвелишини әкс әттүргән сәһнә ойун орундалди.

паалийәт җәрйанида қирғизистан парламенти башлиқи дастанбек җумабеков вә бишкәк шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи азиз суракматов қатарлиқлар сөз қилип, норуз байримини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر