өзбекистан афғанистанға 3 милйард 100 милйон киловат саәт електир експорт қилиду
өзбекистан келәр йили қошниси афғанистанға 3 милйард 100 милйон киловат саәт електир експорт қилишни пиланлимақта.
түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан енергийә ишлири министири улуғбек мустафайев ташкәнттә өткүзүлгән бир йиғиндин кейин, афғанистанға қилған електир експорти һәққидә анадолу агентлиқиға байанат бәрди.
улуғбек мустафайев алдинқи йили афғанистанға 1 милйард 900 милйон киловат саәт електир екиспорт қилғанлиқини билдүрүп, «йил ахириға қәдәр афғанистанға 2 милйард 600 милйон киловат саәт електир екиспорт қилишни пиланлаватимиз. келәр йили афғанистанға 3 милйард 100 милйон киловат саәт електир експорт қилишни мөлчәрлимәктимиз» деди.
өзбекистанниң буниңдин илгири афғанистанға 1 киловат саәт електирни 7.6 сенттин сетип бәргәнликини әскәртип, тәрәпләр оттурисида түзүлгән келишимләрдин кейин, 1 – ийундин башлап, афғанистанға сетилидиған електирдә %30 баһани төвәнләткәнликини вә баһасини 5 сенткә чүшүргәнликини тәкитлиди.
улуғбек мустафайев афғанисан пирезиденти әшрәф ғәниниң 2017 – йили декабир ейида елип барған өзбекистан зийарити җәрйанида имзаланған «сурхан - пули хумри електир линийәси» қурулушиға алақидар келишим даирисидә, линийәниң өзбекистандин өтидиған 45 келометирлиқ қисминиң қурулуши башланғанлини ейтти һәмдә бу лайиһәниң ишқа кириштүрүлиши билән өзбекистанниң електир екиспорт қилиш нисбитиниң зор дәриҗидә йуқири өрләйдиғанлиқини тәкитлиди.
улуғбек мустафайев йәнә, бу йил таҗикистанниңму тунҗи қетим өзбекистан арқилиқ афғанистанға електир експорт қилғанлиқини қәйт қилди.
өзбекистан афғанистанға тунҗи қетим 2002 – йили 62 милйон киловат саәт електир експорт қилған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.