нәзәрбайев түрк мәдәнийити лайиһәсини башлашни оттуриға қойди

қазақистан пирезиднети нурсултан нәзәрбайев: «өтмүштин күнимизгичә түрк мәдәнийити» лайиһәсини башлашни тәклип қилди.

1092150
нәзәрбайев түрк мәдәнийити лайиһәсини башлашни оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев пирезидентлиқ сарийиниң интернет бетидә, «бүйүк йайлақниң йәттә бурҗики» намлиқ мақалә елан қилип, қазақистанниң түркләрниң ана йурти икәнликини илгири сүрди. у: «бу йәрдә охшимиған дөләт һәмдә районлардики тарихий мусапиләргә муһим төһпиләрни қошқан түрк қәбилилири вә хәлқлири, дунйаниң охшимиған җайлириға тарқалған» деди.

мақалисидә, «өтмүштин күнимизгичә түрк мәдәнийити» лайиһәсини башлаш керәкликини тәкитлигән пирезидент нәзәрбайев: «бу даиридә 2019-йилда пайтәхт астанада дунйа түркиологийә конгрәси вә һәр қайси дөләтләрниң музейилиридики қәдимки түрк әсәрлири көргәзмә қилинидиған түрк хәлқлири күнлири паалийитини өткүзүш мумкин» деди.

пирезидент нәзәрбайев интернет инскилопидийәси(қамус) дә ортақ түрк тәрҗимә әсәрлири кутупханисини қурушниң әһмийитини тәкитләп, бу нуқтида қазақистанниң башламчи болалайдиғанлиқини билдүрди.

у түркистанни йеңи иштат мәркизи сүпитидә тонитиш даирисидә, шәһәрниң хәлқарадики орнини күчләндүрүш керәкиликини әскәртип, қазақистанниң қәдимки пайтәхтиниң пәқәт қазақ хәлқиниң мәниви мәркизи болупла қалмастин, бәлки пүткүл түрк дунйаси үчүн муқәддәс җай һесаблинидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر