өзбекистан билән таҗикистан чеграсида миналар тазиланмақта
өзбекистан билән таҗикистан оттурисидики чегра районда 20 йил илгири көмүлгән миналарни тазилаш башланди.
түркийә авази радийоси хәвири: таҗикистан чегра мудапиә әтрити байанатчиси муһәммәд улуғоҗайев мухбиларға бәргән байанатида, өзбекистанниң таҗикистан билән биргә чеградики миналарни тазилашни башлиғанлиқини билдүрди.
муһәммәд улуғоҗайев ортақ хизмәт гурупписиниң мина тазилаш хизмәтлириниң таҗикистанниң панҗикәнт вә өзбекистанниң сәмәрқәнт районлири оттурисидики чегра районида башланғанлиқини ейтти. мина тазилаш хизмәтлири башлинишиниң муһимлиқини тәкитләп, бу хизмәтләрниң 2019 – йилиниң ахириғичә тамамлинип болуши мөлчәрлиниватқанлиқини қәйт қилди.
өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайойев вә таҗикистан пирезиденти имамәли рәһман март ейида чеградики миналарни тазилашниму өз ичигә алған биз келишимгә имза қойған иди.
өзбекистан вә таҗикистан чегралиридики миналарниң тазилиниши үчүн икки дөләтниң алақидар органлиридин вәкилләр орун алған бир ортақ хизмәт гурупписи апрел ейида қурулған иди.
икки дөләт чеграсида 9 йерим келометирлиқ җайға мина көмүлгәнлики тәхмин қилинмақта.
өзбекистан 1992 – йилидин 1997 – йилиғичә болған арилиқта тарҗикистандики ички уруштин кейин, қанунусиз қораллиқ тәшкилатларниң вә зәһәрлик чекимлик әткәсчилириниң өзбекистанға соқунуп киришиниң алдини елиш үчүн 1990 – йилиниң ахири таҗикистан билән контирол қилиш қейин болған чгра районларға мина көмгән иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.