қазақистан билән өзбекистан ортақ һәрбий манивер өткүзмәктә
қазақистан билән өзбекистанниң алаһидә қисимлири ортақ һәрбий манивер өткүзди.
түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләт мудапиә министирлиқидин елан қилинған байанатта, қазақистан дөләт мудапиә министири җасузаков рә өзбекистан дөләт мудапиә министири абдуссалом азизовниң иштирак қилиши билән өткүзүлгән «үрүк шехи һәрбий манивери» даирисидә, қазақистан билән өзбекистан әскәрлириниң кечидә разветка вә уруш қилиш һәрикәтлирини ортақ елип барғанлиқи билдүрүлди.
қазақистан дөләт мудапиә министири җасузаков манивердин кейин қилған сөзидә, ортақ маниверниң дәсләпки басқучиниң ғәлибилик тамамланғанлиқини, иккинчи басқучиниң болса, өзбекистанниң форис тәрбийә мәркизидә өткүзүлидиғанлиқини ейтти.
җасузаков: «өзбекистан һәйити билән һәрбий мәшиқ вә һәрбий офетсирларни тәрбийәләш мәсилилирини һәл қилишта өзара келишим һасил қилдуқ» деди.
өзбекистан дөләт мудапиә министири абдуссалом азизовму тәртиплик елип берилған учришишларниң икки дөләт армийәси отурисидики мунасивәтләрни зор дәриҗидә тәрәққий қилдурғанлиқини тәкитләп, «манивер алаһидә қисимлиримизниң кечидә заманиви техника вә уруш айропиланлирини ишлитиштики маслишишчанлиқини намайан қилип бәрди» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.