әзәрбәйҗан армийәсиниң кәң көләмлик маневири давамлашмақта

әзәрбәйҗан армийәсиниң бу қетимқи кәң көләмлик һәрбий маневирда йеңи қоралларни синақ қилғанлиқи билдүрүлди.

1005977
әзәрбәйҗан армийәсиниң кәң көләмлик маневири давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан армийәсиниң 20 миң әскәр билән өткүзүватқан кәң көләмлик дүшмәнләрни оққа тутуш басқучи тамамланди. 

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқидин елан қилинған байанатта, пирезидент илһам әлийев тәрипидин тәстиқланған пиланға асасән 2ийулда башланған маневирниң етиш басқучиниң тамамланғанлиқи билдүрүлди.

маневирда әзәрбәйҗан армийәсиниң йеңи қораллириму синақ қилинди, маневир 6ийулғичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر