булғарийәдики түрк сайлиғучилар аваз беришкә тәййарланмақта
булғарийәдики аваз бериш һоқуқиға игә болған түрк сайлиғучилар түркийәдики җумһур рәислик сайлими вә омумий сайлам үчүн аваз беришкә тәййарланмақта.
түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, софийә, филибә вә биргаста 8 миң 500 сайлиғучи аваз беридикән, түркийәниң софийә баш әлчиханиси, филибә вә бургас баш консулханилирида сайлам мәркәзлири тәсис қилинидикән. аваз бериш 16 – ийун күни башлинип, 18 – ийун күни ахирлишидикән.
түркийәниң софийә баш әлчиси һәсән улусой бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «пәқәт булғарийәдә тизимға алдурған сайлиғучилиримизла әмәс, башқа дөләтләрдә тизимға алдурған пуқралиримизму булғарийәдә аваз бериш һоқуқиға игә.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.