мирзийайев америкида зийарәттә болиду

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, 16 – май чаршәнбә күни ақсарайда өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев билән көрүшиду.

968107
мирзийайев америкида зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси сараһ сандерс, шәвкәт мирзийайевниң зийарити тоғрисида йазма байанат елан қилип, «пирезидент доналд трамп, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайевни 16 – майдики тунҗи тарихий зийаритидә ақсарайда күтүвалиду. пирезидент трамп билән пирезидент мирзийайев ортақ мәнпәәтләрниң давами вә күчийип бериватқан доел елан қилишларға җаваб тепиш үчүн, америка қошма иштатлири – өзбекистан истратегийәлик шерикчиликини йеңилайду» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, икки пирезидентниң өзбекистандики ислаһат мусаписи, икки тәрәп сода вә селинма имканийәтлири вә афғанистанни өз ичигә алған районға алақидар хәвпсизлик мәсилилири тоғрисида сөзлишишиниң күтүлүватқанлиқи әскәртилди.

2016 – йилидин буйан өзбекистанда пирезидентлиқ вәзиписини өтәватқан шәвкәт мирзийайев, тунҗи қетим ақсарайда күтүвелиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر