өзбекистан пирезидентлиқ мәһкимиси әрдоғанниң зийарити тоғриисда қисқа филим ишләп тарқатти

өзбекистан пирезидентлиқ мәһкимиси, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өзбекистан зийарити җәрйанида сүрәткә елинған көрүнүшләрдин пайдилинип бир қисқа филим ишләп тарқатти.

963312
өзбекистан пирезидентлиқ мәһкимиси әрдоғанниң зийарити тоғриисда қисқа филим ишләп тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезидентлиқ мәһкимиси мәтбуат ишлири ишханиси тәрипидин тәййарланған қисқа филим, җумһур рәис әрдоған өзбекистан парламентида оқуған өзбек шаир әркин ваһидовниң «өзбеким» намлиқ шеири билән башлиниду.

җумһур рәислик мәһкимиси айропилани ташкәнт айродурумиға қонған вақиттин тартип, түркийә һәйитиниң күтүвелинишиғичә болған барлиқ җәрйанларниң көрүнүшлири ишлитилгән 3 минутлуқ қисқа филимда, җумһур рәис әрдоғанниң «барлиқ өзбек қериндашлиримға салам йоллаймән» дегән сөзлиригиму орун берилди.

ташкәнттики рәсмий күтүвелиш мурасимиға даир көрүнүшләрдин сирт, пирезидент шәвкәт мирзийайевниң «ата йуртуңлар өзбекистанниң ишиклириниң силәргә охшаш йеқин қериндашлиримиз үчүн һәрдаим очуқ икәнликини йәнә бир қетим әскәртип өтүшни халаймән. бирдинбир нийитимиз, бир – биримизгә болған ишәнчниң күчийиши» дегән сөзлириму қисқа филимдин орун алди.

филимда, җумһур рәис әрдоған парламентта тилға алған, өзбек парламент әзалири орнидин туруп алқишлиған «қериндашлиқ әң қиммәтлик хәзинидур. 1996 – йили имзаланған әбәдий достлуқ вә һәмкарлиқ келишими һазирқи күндиму әһмийитини, мәзмунини сақлап кәлмәктә. қиммәтлик қериндишим пирезидент мирзийайев билән бирликтә, дөләтлиримизни техиму йуқири пәллиләргә йәткүзүш үчүн, әмәлдә бирлик роһи билән хизмәт қилимиз» дегән сөзлиригиму орун берилди.

филим, пирезидент шәвкәт мирзийайев өзбекистан – түркийә иқтисад мунбири йиғинида тилға алған «түркийә бизниң  истратегийәлик шерикимиз. бизниң шерикчиликимизни техиму гүлләндүрүш вә мустәһкәмләш тәрәпдаримиз. бу йәр бүйүк түрк миллитиниң вәтини, биз әмди бирлишишимиз керәк. бир мәзгил аримизда ишәнчсизлик вә соғуқчилиқ дәври болди. лекин, иккимиз бир болуп, бу музларни ериттуқ вә бу муз буниңдин кейин қәтий болмайду» дегән сөзлири билән ахирлишиду.

әрдоған билән мирзийайевниң өзара қучақлашқан көрүнүшлири ишлитилгән филим, наһайити қисқа вақит ичидә иҗтимаий ортақлишиш торлириниң әң көп ортақлишилған темилири қатариға кирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر