әзәрбәйҗан иран пуқралириға виза рәсмийәтлирини қолайлаштурди
баку әзәрбәйҗанда зийарәттә болидиған иран пуқралириниң айродурумларда виза алалайдиғанлиқини уқтурди.
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һекмәт һаҗийев бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, әзәрбәйҗанда зийарәттә болидиған иран пуқралириниң айродурумларда виза алалайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу қарарниң дост вә қошна дөләтләрдин болған әзәрбәйҗан билән иран оттурисидики инсанпәрвәрлик вә иқтисадий мунасивәтләрниң йәниму тәрәққий қилиши, икки дөләт пуқралириниң өзара алақисиниң йәниму күчийишидә түрткилик рол ойнишини үмид қилимиз.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.
өзбекистан билән венгирийә әркин иқтисадий район қуриду
өзбекистанда венгирийә вә йавропа ширкәтлири үчүн алаһидә әркин иқтисадий район қурулиду.