оттура асийа пирезидентлири астанада учришиду
оттура асийа пирезидентлири пәйшәнбә күни пайтәхт астанада йиғин чақириду.
түркийә авази радийоси хәвири: оттура асийа пирезидентлири мәслиһәт кеңиши пәйшәнбә күни қазақистанниң пайтәхти астанада өткүзүлиду.
қазақистан пирезидентлиқ мәһкимиси медийа байанатчиси айдос укибай пирезидент нурсултан нәзәрбайевниң саһибханлиқида өткүзүлидиған йиғинға қирғизистан, таҗикистан, түркмәнистан вә өзбекистан пирезидентлириниң иштирак қилидиғанлиқини билдүрди.
укибай: бу йиғинниң оттура асийа дөләтлириниң ортақ байрими болған норузниң һарпа күнидә өткүзүлүши толиму әһмийәтликтур, деди.
йиғинниң күнтәртипи тоғрулуқ мәлумат бәрмигән укибай түркмәнистан пирезиденти қурбанқули бәрдимуһәммәдовниң бурун пиланланған дөләт башлиқлири йиғини сәвәблик йиғинға униңға вакалитән түркмәнистан парламент башлиқи акча нурбәдйеваниң қатнишидиғанлиқини уқтурди.
таҗикистан пирезиденти емомали рәһмонниң чаршәнбә күни қазақистанни зийарәт қилидиғанлиқини ейтқан укибай, зийарәт даирисидә икки дөләт мунасивәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрниң кеңәш қилинидиғанлиқини әскәртти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.