әзәрбәйҗан армийәси кәң көләмлик һәрбий манивер өткүзиду

әзәрбәйҗан армийәси 25 миң әскәрниң иштирак қилишида кәң көләмлик һәрбий манивер өткүзиду.

926273
әзәрбәйҗан армийәси кәң көләмлик һәрбий манивер өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, пирезидент илһам әлийев мақуллиған пиланға асасән 12 – март күни кәң көләмлик һәрбий манивер өткүзүлидикән.

тағлиқ районда өткүзүлидиған вә 25 миң әскәр қатнишидиған һәрбий маниверда вәкил характерлик дүшмән нишанлириға һәрбий һәрикәтләр елип берилидикән һәмдә йеңи қорал – йарағлар синақ қилинидикән.

17 – мартқичә давамлишидиған маниверға 250 танка вә биронивик, миңға йеқин башқурулидиған бомба вә топ системиси, 50 айропилан вә тик учар айропилан, йеңи әвлад радийо – електронлуқ чарлаш васитилири вә учқучисиз һава аппаратлири қатнаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر