қазақистанда паҗиәлик қатнаш вәқәси йүз бәрди
вәқәдә һайатидин айрилған 52 йолучиниң һәммисиниң өзбекистан пуқраси икәнлики билдүрүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанниң ақтобә өлкисидә йолучи аптобусиға от кетип 52 киши һайатидин айрилди.
қазақистан ички ишлар министирлиқи пәвқуладдә вәқәләр комитети вәкили руслан иманқулов ахбаратчиларға бәргән байанатида, йолда кетиватқан йолучи аптобусиға техичә сәвәби ениқ болмиған бир сәвәб билән от кәткәнликини билдүрди.
руслан иманқулов: «аптобуста 55 йолучи вә 2 шопур бар иди. 5 йолучи йаридар һаләттә қутқузулди. қалған йолучилар һайатидин айрилди» деди.
қазинформ хәвәр агентлиқи, вәқә йүз бәргән җайға нурғун санда от өчүрүш вә сәһийә хадимлириниң йолланғанлиқини, йолучиларниң һәммисиниң өзбекистан пуқраси икәнликини елан қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.