германийәдә үч түрк мувәппәқийәт мукапатиға еришти

франкфурд шәһәрлик һөкүмәт тармиқидики франкфурд чәт әлликләр мәҗлиси павлис черкавида мувәппәқийәт қазанған чәт әлликләргә мурасим билән мукапат тарқатти.

867297
германийәдә үч түрк мувәппәқийәт мукапатиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: франкфурд шәһиридә өткүзүлгән 37 чәт әлликкә мукапат тарқитиш мурасимида, түркләрдин франкфурд гөтә универстети амбулаторийәсиниң муавин башлиқи пирофессор доктор һүдайи коркусуз, һөкист дохтурханисиниң пенсийонири пирофессор доктор шәми шән, ак банка мудирийитиниң башлиқи бану әҗдәр өзҗанға мувәппәқийәт мукапати берилди.

пирофессор доктор һүдайи коркусуз мукапатқа лайиқ көрүлгәнликидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини әскәртип: «һазир буниңдинму муһим болғини, йавропада ислам өчмәнлик долқуни бар, бу мушундақ вәзийәттә мусулман болуш сүпитимдә техиму шәрәпкә игә қилидиған мукапат болди» деди.

мурасимда пирофессор шәми шәнму сөз қилди. у түркийә-германийә достлуқиға һәссә қошушни үмид қилидиғанлиқини билдүрүп: «илтипат қилип, бизгә бу мукапатни лайиқ көрүпту, буниңдин наһайити хушалмән» деди.

ак банка мудирийитиниң башлиқи бану әҗдәр өзҗан мукапатқа лайиқ көрүлгәнликидин хушал икәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر