«русийә қирим татарлириға селиватқан зулумни тохтитиши керәк»

йавропа парламенти русийәниң ишғалийити астидики қиримда татар хәлқигә селиватқан зулумни тохтитишини тәләп қилди.

821036
«русийә қирим татарлириға селиватқан зулумни тохтитиши керәк»

түркийә авази радийоси хәвири:  йавропа парламентиниң страсбургда чақирилған йиғинида, қирим татарлириниң нөвәттики әһвали һәққидә музакирә елип берилди.

қирим татарлири миллий мәҗлисиниң муавин башлиқи илми өмәров билән әхтәм чийгөзгә қамақ җазаси берилишини тәнқид қилған йавропа парламенти әзалири русийәниң қарарлири кишилик һоқуққа хилап болғанлиқи үчүн москвадин буниңдин ваз кечишини  тәләп қилди.

татар рәһбәрләрниң дәрһал қойуп берилиши, журналист микола семена үстидин чиқирилған барлиқ әйибләшләрниң бика рқилинишини тәләп қилған парламент әзалири, терроризм, бөлгүнчилик вә әсәбийликкә мунасивәтлик қанун – бәлгилимиләрни иҗра қилишниң ишғалийәт астидики қиримда кишилик һоқуқ җәһәттин җиддий кәйнигә чекиниш әһваллириниң келеп чиқишиға сәвәб болуватқанлиқини тәкитлиди.

парламет әзалири русийәниң қиримни бесивелишиниң қанунсиз икәнликини, җүмлидин москваниң һәм русийә һәм украина тәрипидин имзаланған хәлқара вә йавропа қанунлирини айағ асти қилғанлиқини әскәртти.

нутуқлардин кейин  хәлқара җәмийәтниң нәзири қиримдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә ағдурулған вә қирим татарлири тартиватқан зулум әйибләнгән қанун тәклипи мақулланди.

иҗра қилдуруш күчи болмиған қанун тәклипидә, йавропа иттипақи кеңишидин «терроризмни қоллиши, ишғал астидики қиримда украиналиқлар билән татарларға айримчилиқ қилиши» түпәйли украинаниң хәлқара әдлийә мәһкимисигә русийә үстидин әрз сунушини қоллиши тәләп қилинди.

русийә 2014 – йили украина терротерийәси болған қиримни бесивалған, арқидинла қирим татарлири миллий мәҗлисиниң паалийәтлирини тохтатқаниди.

қиримда паалийәт елип бериватқан рус сот мәһкимилири өткән ай татар рәһбәрлиридин илми өмәровға 2 йил, әхтәм чийгкзгә 8 йил қамақ җазаси бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر