қазақистанда айропилан чүшүп кәтти

пайтәхт алматадин 43 келометир йирақлиқта чүшүп кәткән айропиланда 2 киши һайатидин айрилди.

787413
қазақистанда айропилан чүшүп кәтти

түркийә авази радйоси хәвири: қазақистанда «Tehman 2002» типлиқ мәшиқ айропилани чүшүп кетип, 2 киши һайатидин айрилди.

селинма вә тәрәққийат ишлири министирлиқиға қарашлиқ хәлқ авеатсийә комитети тәрипидин елан қилинған байанатта, айропиланниң алмата шәһиридин 43 келометир йирақлиқтики азәм айродоруми әтрапида чүшүп кәткәнлики билдүрүлди.

байанатта айропиланниң хәлқ авеатисйә акдемийәсигә тәвә икәнлики, вәқәдә 2 учқучи оқуғучиниң һайатидин айрилғанлиқи қәйт қилинди.

селинма вә тәрәққийат ишлири министирлиқи вәқә һәққидә тәкшүрүш башлиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر