түркийә билән әзәрбәйҗан бирлишип һәрбий маневир өткүзди

түркийә армийәси билән әзәрбәйҗан армийәси бирлишип һәрбий маневир өткүзди.

750649
түркийә билән әзәрбәйҗан бирлишип һәрбий маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси билән әзәрбәйҗан армийәси нәһчиван аптоном районида бирликтә һәрбий маневир өткүзди.

әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, икки дөләт оттурисида имзаланған әһдинаминиң роһиға асасән түркийә билән әзәрбәйҗан армийәси нәһчиван аптоном районида бирликтә һәрбий маневир өткүзүшкә башлиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта бу қетимқи һәрбий маневир арқилиқ икки дөләтниң армийәлириниң тәҗрибә алмаштуруш вастиси билән икки дөләт армийәлири оттурисидики һәмкарлиқ мунасивитини вә ортақ һәрбий маневир өткүзүш қабилйитини өстүрүш мәқсәт қилинғанлиқи қәйт қилинди.

бу қетимқи һәрбий маневир 16-ийунғичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر