сүрийә армийәси түркмәнтеғиға башқурулидиған бомбилар арқилиқ һуҗум қилди

сүрийә армийәси лазқийә районидики түркмәнтеғи вә җәбәл әқрадтики йезиларға шрапнел атидиған зәмбирәкләр вә башқурулидиған бомбилар арқилиқ һуҗум қилди.

744752
сүрийә армийәси түркмәнтеғиға башқурулидиған бомбилар арқилиқ һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрниң билдүрүшичә, сүрийә армийәси кәч тәрәпләрдин етибарән өктичиләрниң контроллуқидики йезиларни топқа тутқан.  түркмәнтеғидики зәйтинҗик, кәләз вә қараман йезилири, җәбәл әқрадтики қиббани вә бәдәмә йезиси нишан қилинған һуҗумларда көп киши йариланған.

район нишан қилинған һуҗумлар давамлишиватқан бир пәйттә, сүрийәниң хатай чеграсидики йайладағи наһийәсидинму партлаш авазлири аңланған.

сүрийә армийәсиниң 3 күн бурун түркмәнтеғиға қилған һуҗумлирида 1 киши қаза қилған, 3 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر