түркийә вә хитайниң түркистан / оттура асийаға қаратқан җамаәт дипломатийәси

«түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида җәмил доғач ипәкниң, «түркийә вә хитайниң түркистан / оттура асийаға қаратқан җамаәт дипломатийәси» тоғрисидики селиштурмилиқ анализини һузуруңларға сунимиз.

717067
түркийә вә хитайниң түркистан / оттура асийаға қаратқан җамаәт дипломатийәси

түркийә авази радийоси: җамаәт дипломатийәси түркистан районида муһим бир ташқи сийасәт васитиси һесаблиниду. бу мунасивәт билән, «түркийә вә йавро – асийа күнтәртипи» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, ататүрк университети хәлқара мунасивәтләр бөлүми тәтқиқатчиси җәмил доғач ипәкниң, «түркийә вә хитайниң түркистан / оттура асийаға қаратқан җамаәт дипломатийәси» тоғрисидики селиштурмилиқ анализини һузуруңларға сунимиз. қени ундақта диққитиңлар бу һәқтики учурлиримизда болсун!

* * * * *

хитай түркистан / оттура асийани тарихий тәсир көрситиш саһәлириниң бири, дәп қарайду. иқтисади билән бирликтә енергийә еһтийаҗиму сүрәт билән ашқан хитайға нисбәтән түркистан (дөләтниң ғәрбигә җайлашқан уйғур ели биләнму чегридаш болғанлиқи сәвәбидин), охшашла хәвпсизлик сийасәтлири нуқтисидинму муһим орунда туриду. шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати нуқтисидин хитай билән русийәниң ортақ бир түркистан сийасити бардәк қилсиму, бу икки дөләт арисида күчлүк иқтисадий нопуз күриши бар.

түркийәниң районға қаратқан омумий сийасити район дөләтлириниң мустәқил, сийасий вә иқтисадий муқимлиққа игә, өзара вә қошнилири билән һәмкарлиқ орнатқан, хәлқара җәмийәт билән бир гәвдиләшкән шундақла демократик қиммәт – қарашларни қобул қилған дөләтләр сүпитидә мәвҗутлуқлирини давамлаштурушлирини қоллап – қуввәтләштин ибарәт. түркийә бу сийасити сайисида район дөләтлириниң муһим бир шерикигә айланди. түркийәниң районға қаратқан җамаәт дипломатийәси паалийәтлири мәдәнийәт, маарип, медийа вә тәрәққийат йардәмлиригә мәркәзләшкән болуп, бу даиридә ташланған дәсләпки қәдәмләрниң бири 1993 – йили хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати (түрксой) ниң қурулуши болди. түрксойға түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистан билән бирликтә шималий қибрис түрк җумһурийити рәсмий әза, русийә федератсийәсигә қарашлиқ 6 аптоном җумһурийәт вә молдоваға қарашлиқ гагавуз аптоном җумһурийити көзәткүчи әзадур.

хитай районда йумшақ күч шәкилләндүрүшкә тиришмақта؛ хитайниң түркистандики мәнпәәтлирини муһапизәт қилиш үчүн йүргүзүватқан сийасий васитилири болса, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, һәрбий маневирлар, терроризмға қарши ортақ күрәш, чегра райони сода саһәси бәрпа қилиш, оттура асийа әркин сода райони вә йеңи йипәк йоли лайиһәси қатарлиқлардин ибарәт. хитайлар тәрипидин йатқузулған тәбиий газ туруба линийәлири түркистанниң район характерлик маслишишиға йардәмчи болди вә бу йәрдики дөләтләрниң игилик һоқуқиға биваситә хәвп шәкилләндүрмиди. қазақистан вә түркмәнистан хитайниң нефит вә тәбиий газ туруба линийәлири сайисида москваға болған беқиндилиқини азайтти. 2020 – йилидин башлап хитайниң түркистан районидин чиққан нефит вә тәбиий газниң әң чоң херидариға айлинидиғанлиқи тәхмин қилинмақта. қирғизистанда хитайниң малийәси билән қурулған нефит чәккиләш завутиниңму русийәниң йеқилғу билән тәминләш җәһәттики монополлуқини азайтидиғанлиқи күтүлмәктә.

җамаәт дипломатийәси уқумиға тәшвиқат мәркәзлик позитсийәдә болуп кәлгән хитайниң бу саһәдики алдинқи қатардики органлири дөләт кеңиши учур ишханиси вә хәлқара хитай тили кеңишидур. хәлқара хитай тили кеңиши куңзи иниститутлириниңму асасий мәркизи сүпитидә паалийәт елип бармақта. өзлири туруватқан җайларда хитайчә өгитиш вә хитай мәдәнийитини тонутуш бойичә паалийәт елип баридиған бу мәркәзләр йәнә, оқуш йардәм поли бериш арқилиқ хитайға оқуғучи җәлп қилишниму нишан қилмақта. оқуғучи алмаштуруш пирограммилири вә тарқитилған һәр хил оқуш пуллири арқилиқ %75 и асийалиқ болуп һәр йили 150 миңдин артуқ оқуғучиниң хитайда оқушқа келишини капаләткә игә қилмақта.  ташқи ишлар университетиниң қурулуши билән тәң чәт әллик дипломатларға үч айлиқ курслар башланди. бу арқилиқ келәчәкниң сийасәт бәлгилигүчилириниң нәзиридә иҗабий бир хитай образи шәкилләндүрүш нишан қилинмақта.

район билән болған мунасивәтлиридә маарип хизмәтлиригә алаһидә әһмийәт бериватқан түркийә, 1992 – йилидин тартип та бүгүнгичә түрк җумһурийәтлиридин миңларчә оқуғучини күтүвалди. йәнә, түркчини омумлаштуруш хизмәтлири билән түркийәниң муһим җамаәт дипломатийәси васитилириниң биригә айланған йунус әмрә институти؛ астана вә баку мәркәзлири арқилиқ районда паалийәт елип бармақта. түркийә маарип министирлиқи қармиқида районда һәр хил тәлим – тәрбийә орунлири бар. буниңдин башқа, қирғизистан – түркийә манас университети 1997 – йилидин буйан бишкәктә хизмәтлирини давамлаштурмақта. түрк дунйасиниң тунҗи ортақ дөләт университети болған әһмәд йәсәви университети оқу – оқутуш вә тәтқиқат хизмәтлирини қазақистандики орнида давамлаштурмақта.

уйғур елидики уйғурларни бесим астида тутуватқан хитай, бу районда йашайдиған қазақ вә қирғиз аз санлиқларға имтийаз берип, етник айримчилиқни улғайтишқа майил қәдәмләрни ташлимақта. һәр хил оқуш мукапат пули пирограммилири билән хитайға тәклип қилинған түркистанлиқ оқуғучилар нуқтилиқ һалда уйғур елидики университетларға орунлаштурулмақта. хитай, бу сийасәтлири арқилиқ районниң уйғур кимликини әң төвән нуқтиға чүшүрүп, түркистан билән болған иқтисадий маслишишини капаләткә игә қилиш арқилиқ йипәк йоли лайиһәсигә үстқурулма тәййарлашни көзлимәктә. йәнә, уйғур аптоном районлуқ тәшвиқат ишханиси тәрипидин қурулған хитайниң районға алақидар тәшвиқатини тарқитиватқан тәңритағ исимлик тор бети, түркчә, русчә вә уйғурчә қатарлиқ тилларда тарқитишларни бериду.

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи – тиканиң қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә түркмәнистанда елип бериватқан кәң даирилик тәлим – тәрбийә, сәһийә, сайаһәтчилик, орманчилиқ, йеза – игилик вә чарвичилиқ лайиһәлири бар. 2009 – йили 21 – марттин буйан тарқитишлирини давамлаштуруп келиватқан түрк дунйасиниң ортақ садаси болуш нишаниға игә TRT Avaz түркийәниң районға қаратқан әң муһим селинмилириниң бири һесаблиниду. TRT ниң чәт әл тиллири башқармисиниң һәр хил түрк шевилири (әзәричә, қазақчә, қирғизчә, түркмәнчә, өзбекчә, татарчә, уйғурчә) дә давамлаштуруватқан радийо вә интернет тарқитишлириму бу саһәдики муһим җамаәт дипломатийәси васитиси һесаблиниду.

қирғизистанда 15, қазақистанда 4, өзбекистанда 2 вә таҗикистанда 1 куңзи мәркизи ачқан хитай, йәнә хитай хәлқара радийосиниң мәһәллий тиллардики тарқитишлири арқилиқму районға тәсир көрситишни нишан қилмақта.

америка қошма иштатлири, хитай хәлқ җумһурийити вә түркийә җумһурийитиниң райондики паалийәтлирини анализ қилғинимизда, америкиниң дөләт әқли тәрипидин йетәклиниватқан иҗтимаий күчләр башқурушидики органлар билән؛ хитайниң болса, биваситә дөләт органлири арқилиқ районда җамаәт дипломатийәси елип бериватқанлиқини көрмәктимиз. түркийә болса, өзиниң тарихий әнәнисидин озуқ алған һалда, йуқиридики икки дөләтниң арисида өзигә хас бир модел шәкилләндүрүшкә тиришмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر