әзәрбәйҗан армийәси әрменийә қараргаһлирини йәр билән йәксан қиливәтти

әзәрбәйҗан армийәси әрменийә армийәсиниң алдинқи сәп линийәсидә қараргаһ сүпитидә ишләткән бәзи нишанлирини йәр билән йәксан қиливәтти.

683341
әзәрбәйҗан армийәси әрменийә қараргаһлирини йәр билән йәксан қиливәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, әрменийә армийәсиниң уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилиш қилмишиға түнүгүн кәчтә әрменийә армийәси ишғал астида тутуватқан хоҗавәнд наһийәсидә қараргаһ сүпитидә ишләткән бәзи нишанларни йәр билән йәксан қиливетиш арқилиқ җаваб қайтурған.

министирлиқ тәрипидин елан қилинған вә әзәрбәйҗан армийәси тәрипидин һавадин видеоға елинған көрүнүшләрдә, әзәрбәйҗан армийәси йәр билән йәксан қиливетиштин бурун әрменийә қараргаһлириниң алдида аптомобиллар вә әскәрләр көрүлиду.

әрменийә тәрәпниң әскәрлириниң өлгәнликини өз хәлқидин йошурғанлиқи әскәртилгән байанатта, алдинқи сәп линийәсиниң контроллуқиниң пүтүнләй әзәрбәйҗан армийәси тәрипидә икәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر