әзәрбәйҗан армийәси әрмәнләрниң бузғунчилиқ селишини тосуп қалди

әзәрбәйҗан қисимлири, әрменийә – әзәрбәйҗан алдинқи сепидә әрмән тәрәп чарлаш әтритиниң бузғунчилиқ қилиш урунушини тосуп қалди.

677756
әзәрбәйҗан армийәси әрмәнләрниң бузғунчилиқ селишини тосуп қалди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта көрситилишичә, түнүгүн әрменийә армийәсиниң чарлаш әтрити бузғунчилиқ қилиш үчүн әзәрбәйҗан истиһкамлири бар җайға соқунуп киришкә урунди, буни байқап қалған әзәрбәйҗан қисимлири оқ чиқириш арқилиқ бузғунчилиқ қилиш қилмишиниң алдини алди.

әрменийә әтрити талапәткә йолуққан һалда чекинди.

алдинқи сәптә вәзийәтниң әзәрбәйҗан армийәсиниң контроллуқи астида икәнликини әскәрткән мудапиә министирлиқи, әрменийә әтритигә қилинған һуҗумниң көрүнүшлирини җамаәтчилик билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر