әзәрбәйҗан електронлуқ виза түзүмини ишқа кириштүрди

әзәрбәйҗан 81 дөләтниң пуқралириға нисбәтән қолайлиқ йаритип берилидиған електронлуқ виза түзүмини ишқа кириштүрди.

632009
әзәрбәйҗан електронлуқ виза түзүмини ишқа кириштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пуқраларға әла сүпәтлик мулазимәт қилиш вә аммиви мулазимәт оргини  әзәрбәйҗан пирезиденти илһам елийевниң йолйуруқиға асасән пайтәхт бакуда електронлуқ виза түзүмини тонуштурди.

пуқраларға әла сүпәтлик мулазимәт қилиш вә аммиви мулазимәт оргининиң башлиқи инам керимов әзәрбәйҗанға келидиған чәт әлликләрниң « evisa.gov.az» тор бети арқилиқ илтимас сунса болидиғанлиқини вә әң кечиккәндиму 3 күн ичидә виза алалайдиғанлиқини билдүрди.

виза рәсхотлириниму тор бетидин йатқузғили болидиғанлиқини, визиларниңму елхәт адреслириға йоллинилидиғанлиқини әскәрткән керимов, електронлуқ виза түзүминиң 2017 – йили 10 – йанвардин башлап йолға қойулидиғанлиқини қәйт қилди.

бу түзүмни ишқа кириштүрүш җәрйанида көплигән дөләтләрниң мунасивәтлик органлири билән ортақ паалийәт елип барғанлиқлирини әскәрткән керимов, «електронлуқ виза түзүмини ишқа кириштүрүштә әң үлгилик дөләтләрдин бири болған түркийә җумһурийитиниң тәҗрибилиридин пайдиландуқ. бу һәқтә бизгә йардәм қилғанлиқи үчүн қериндаш дөләт түркийә һөкүмитигә, ташқи ишлар министириға, түркийәниң баку баш әлчиханисиға, түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идарисиға көптин көп рәһмәт ейтимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر