уйғур алимлар вә тәтқиқатчилар учришиши

8 – нөвәтлик уйғур алимлар вә тәтқиқатчилар учришиши (конферанси) истанбулда өткүзүлиду.

582714
уйғур алимлар вә тәтқиқатчилар учришиши

түркийә авази радийоси хәвири:уйғур алимлар, пән – тәтқиқатчилар, әдибләр вә мутәхәсисләр йиғини2016– йили8- вә 9- өктәбир күнлири истанбул фатиһ султан мәһмәт фонди универиситетида чақирилиду.

бу, уйғур академийәси уйуштуруп келиватқан, илмий паалийәтләр ичидики наһайити зор әһмийәткә игә вә тәсири күчлүк паалийәтләрдин бири болуп, бу уйғур тарихи тәтқиқати илмий йиғиниға, чәт әлдики уйғур тарих тәтқиқатида көзгә көрүнгән 27 әтрапида уйғур вә түрк тәтқиқатчи – мутәхәссис қатнишиду.

йиғинда, «қәдимки заман уйғур тарихи (миладидин кейинки 50 – йилидин – 932 – йилғичә) », «оттура әсир уйғур тарихи (932 – йилидин 1514 – йилиғичә)», «йеқинқи заман уйғур тарихи (1514 – йилидин 1949 – йилиғичә)» вә «бүгүнки уйғурлар вә мәвҗут иҗтимаий мәсилиләр (1949 – йилидин күнимизгичә)» болған тарихий җәрйан төт түр бойичә музакирә қилиниду.

тәтқиқатчилар йиғинда уйғурларниң қәдимдин тартип һазирғичә болған пүткүл тарихий мусаписини чөридигән һалда муһакимә елип бариду.

игилинишичә, уйғур академийәси йирақ - йеқиндики келиш имкани болған барлиқ уйғур вә түрк қериндашларни алаһидә тәклип қилимақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر