қирғизистандики уйғурлар түркийәдики һәрбий исйанни ләнәтлиди

қирғизистандики уйғурлар фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийул қанлиқ һәрбий исйан урунушини ләнәтлиди.

539715
қирғизистандики уйғурлар түркийәдики һәрбий исйанни ләнәтлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, қирғизистандики уйғур диаспорасиниң вәкиллири түркийә байриқини ләпилдәткән һалда түркийә баш әлчиханисиниң алдиға йиғилип, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң 15 – ийун һәрбий исйан урунушини әйиблигән һәмдә түркийә һөкүмити вә түркийә хәлқини қизғин қоллайдиғанлиқини, һәмишә түрк қериндашлириниң йенида икәнликини ипадилигән.

15 – ийул һәрбий исйан урунушидин кейин, уйғурлар җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң чақириқиға қизғин аваз қошуп, баштин тартипла түркийә хәлқи билән бирликтә һәрбий – сийасий өзгириш тәшәббусиға қарши паалийәтләргә актип қатнишип, өзлириниң түркийә вә түркийә хәлқигә болған қериндашлиқ меһрини йәткүзүп кәлмәктә. түркийә хәлқиниң дунйани һаң - таң қалдурған мислисиз вәтән сөйгүси вә пидакарлиқиға җүр болмақта. дунйаниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири байанатларни елан қилип, түркийә хәлқиниң вәтәнни қоғдаш күришини қоллайдиғанлиқини, һәмишә түрк қериндашлири билән биллә икәнликини билдүрмәктә. түркийәдики бәзи уйғур җәмийәтлири һәрбий исйан урунушидин кейин, алдин пиланланған пирограммилири вә паалийәтлирини бикар қилип, мәйданларға чиқип, түркийә хәлқи билән мүрини - мүригә тирәп күрәш қилип, түрк қериндашлириға болған садақини намайән қилмақта. һәтта аммиви ортақлишиш тор бәтлиридә бәзи тордашлар профил рәсимлирини алмаштуруш, бәзи тордашлар түркийә хәлқиниң вәтән сөйгүси вә пидакарлиқиға болған тәсиратлирини йезиш, йәнә бәзи тордашлар түркийә вә түркийә хәлқигә дуа қилиш арқилиқ өзлириниң бу һәқтики мәйданини ипадилимәктә. бу арқилиқ улар бундақ һайат – маматлиқ күрәштә һәмишә һәққанийәтни йақилап маңидиғанлиқини, һәмдә әркинликкә болған ейтип түгәткүсиз  тәшналиқини пүткүл җаһанға намайән қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر