уйғур түрклири 5 - ийул вәқәсини унтумиди

шу йили уйғурлар билән аманлиқни сақлаш қиисмлири вә хитайлар оттурисида чиққан туқунушта рәсмий мәлуматларға көрә 184 киши һайатидин айрилған вә 1680 киши йаридар болған иди.

118811
уйғур түрклири 5 - ийул вәқәсини унтумиди

бүгүн, хитайниң ғәрбий шималиға җайлашқан уйғур аптоном районида 2009 – йили 5 - ийулда йүз бәргән вәқәләрниң 5 йиллиқ хатирә күни.
шу йили уйғурлар билән аманлиқни сақлаш қиисмлири вә хитайлар оттурисида чиққан туқунушта рәсмий мәлуматларға көрә 184 киши һайатидин айрилған вә 1680 киши йаридар болған иди.
дунйа уйғур қурултийи болса, вәқәдә һайатидин айрилғанлар саниниң 1000 дин ашидиғанлиқини илгири сүрди.
бу вәқәгә 2009 – йили 26 - ийунда гуаңдоң өлкисидики бир завутта 2 нәпәр уйғурниң өлтүрүлиши сәвәп болди.
5 - ийулда уйғур аптоном райониниң пайтәхти үрүмчидә гуаңдоңдики наһәқ өлүмгә наразилиқ билдүрүп өткүзүлгән намайиш җәрйанида сақчиларниң қаттиқ қол мудахилә қилиши билән қанлиқ вәқә йүз бәрди.
шуниң билән тинч намайиш туқунушқа айлинип, уйғурларниң иккинчи чоң шәһири қәшқәрғичә кеңәйди.
вәқәдин кейин 1400 дин көпрәк кишиниң қолға елинғанлиқи елан қилинди.
районлуқ һөкүмәт бу вәқәгә дунйа уйғур қурултийиниң четишлиқ барлиқини илгири сүрди. дунйа уйғур қурултийи болса, вәқәниң чоңийип кетишигә хитай һөкүмитиниң 1949 – йилидин буйан уйғурларға қаратқан начар муамилиси вә асемлатсийә сийаситиниң тәсир көрсәткәнликини илгири сүрди.
уйғур түрклири дунйаниң һәр қайси җайлирида бүгүн 2009 – йили 5 - ийулда һайатидин айрилғанларни хатириләш вә уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә дунйа җамаәтчликиниң диққити тартиш үчүн һәр хил паалийәтләрни өткүзиду.
 


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر