түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов түркийәдә зи

түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов түркийәдә зийарәттә болиду

78316
түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов түркийәдә зи

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов түркийәдә зийарәттә болиду.
икки қериндаш дөләт түркийә - түркмәнистан мунасивәтлириниң барғансери мустәһкәмлинишидә наһайити зор рол ойнаватқан түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн әтә әнқәрәгә келиду.
7 йилда түркмәнистанниң сода омумий соммисини 5 һәссә ашурған бәрдимуһәммәдов, йолға қойуватқан «ишикни сиртқа ечиветиш» сийасити арқилиқму чәтәллик мәбләғ салғучиларни түркмәнистанға җәлп қилмақта.
түркийәлик һөддигәрләр бултур түркмәнистанға 11 милйард доллар мәбләғ селип, бу саһәдә рекортни бузуп ташлиди.
2007 - йили вәзипигә олтурған бәрдимуһәммәдов, 2012 - йили қайта сайланғандин кейин, тунҗи қетим түркийәдә зийарәттә болғаниди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر