трабзонспор-басели мусабиқиси гүзәл шәйиләрни һес қилдурди

шивейтсарийәниң басели командисини күтүвелип 0 гә қарши 1 нәтиҗә билән йәңгән трабзонспор командисиниң техника теренери абдуллаһ авҗи: «мусабиқә дөлитимизгә мәниви җәһәттин интайин гүзәл шәйиләрни һес қилдурди» деди.

1947709
трабзонспор-басели мусабиқиси гүзәл шәйиләрни һес қилдурди

түркийә авази радийоси хәвири: трабзонспор командисиниң техника теренери абдуллаһ авҗи трабзонспор-басели мусабиқисидин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида: «түркийәниң һәр қайси җайлиридики тамашибинлар қайси командиниң мәстаниси болушидин қәтийнәзәр, трабзонспор командисини қоллиди. мусабиқиси көргили кәлгән һәр қайси кулубниң башлиқлириға, таратқуларда бизни қоллиғанларға, мусабиқини нәқ мәйдандин көргән фәнәрбаһчә, бәшикташ, малатйа, адийаман командилириниң мәстанилириға рәһмәт ейтимән, сәһниләрдә уларниң байриқини көрүш кишини хушал қилиду. путболниң җәмийәтни йахшилаш, иттипақлаштуруш роли бар. дөлитимиз баштин кәчүрүватқан бу қийинчилиқ күнләрдә, кишиләрниң кичиккинә болсиму күлүмсиришигә вәсилә болалисақ, бу бизниң әң чоң хушаллиқимиз болиду» деди.

у басели командиси билән өткүзүлидиған иккинчи қетимлиқ мусабиқидин кейин, апәткә учриғанларға йардәм қилиш мәқситидә германийәдә мәхсус мусабиқә өткүзүлидиғанлиқини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر