макрон маракәш командисиға мәдһийә оқуди

фирансийә пирезиденти макрон 2022-йиллиқ дунйа лоңқисиниң йерим һәл қилғуч мусабқисидә, фирансийә командиси билән риқабәтләшкән маракәш командисини махтиди.

1919182
макрон маракәш командисиға мәдһийә оқуди
katar emiri seyh temim bin hamed al sani-macron.jpg
macron katar fransa-fas.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти макрон қатар пайтәхти доһада фирансийә командисиниң африқадин тунҗи қетим йерим һәл қилғуч мусабиқигичә өрлигән команда унваниға еришкән маракәшни 0 гә қарши 2 нәтиҗә билән мәғлуб қилип һәл қилғучқа өрлигән мусабиқидин кейин, мухбирларниң зийаритини қобул қилди.

у: «маракәшликләргә шуни дейишни халаймән, мусабиқиләшкән командилар һәқиқәтән чоң командилар. маракәш командиси бу дунйа лоңқисида зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди, йәни өз мәҗбурийитидин йуқири нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди» деди.

у йәкшәнбә күни (2022-йили 18-декабир) өткүзүлидиған аргентина-фирансийә һәл қилғуч мусабиқисиниму қатарда көридиғанлиқини билдүрди.

қатар әмирлик диваниниң байанатиға асасланғанда, фирансийә-маракәш мусабиқиси үчүн доһаға кәлгән макрон, «әл бәйт» тәнтәрбийә мәйданида қатар әмири шәйх  алсани билән көрүшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر