су үзүштә тарихий рекорт йаритилди

викторийа зәйнәп гүнәш йавропа қисқа мусапә су үзүш чемпийонлуқида алтун медалға еришти.

1728583
су үзүштә тарихий рекорт йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: викторийа зәйнәп гүнәш 400 метирға арилашма үзүш түридә биринчиликни қолға кәлтүрүп, түркийәгә йавропа чемпийонлуқини қазандурди.

йавропа қисқа мусапә су үзүш чемпийонлуқи татаристанниң қазан шәһиридә өткүзүлди.

түркийә маһири 23 йашлиқ викторийа зәйнәп гүнәш арилашма үзүш түридә  400 метирлиқ мусапини төт минут 30 секунт 45 дәқиқәдә ахирлаштурди.

у бу нәтиҗә билән, түркийәдики өз йаратқан рекортниму бузуп ташлиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر