түркийә командиси латвийә командисини йәңди

түркийә дөләтлик путбол командисиниң латвийә командисини 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңгәнлики йавропа таратқулирида кәң хәвәр қилинди.

1718384
түркийә командиси латвийә командисини йәңди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә путбол командиси 2022-йиллиқ дунйа лоңқиси G гурупписидики шаллашта, латвийә командиси билән мусабиқигә чүшти.

түркийә дөләтлик путбол командисиниң латвийә командисини 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңгәнлики йавропа таратқулирида кәң хәвәр қилинди.

бу, стефан кунтз (Stefan Kuntz)  түркийә командисиниң теренери болғандин кейин, қолға кәлгән тунҗи ғәлибә болди.

германийә билд (Bild) гезитиниң хәвиридә: <<түркийә ахирқи минутта қолға кәлгән нәтиҗидин сөйүнмәктә. кунтз үчүн ейтқанда, қалтис мусабиқә болди>> дейилди.

түркийә командисиниң ғәлибисигә мунасивәтлик хәвәр, германийәниң дер шпейгел (Der Spiegel) гезити вә фирансийә, италийә таратқулирида кәң тарқитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر