мәмликәтлик җудо тәнһәрикәтчимиз һилал өзтүрк дунйа үчинчиси болди

мәмликәтлик тәнһәрикәтчи һилал өзтүрк йашлар дунйа җудо ләвһә талишиш мусабиқисиниң йәккә мусабиқисидә, ахирқи күни 78 килогирамдин йуқири айаллар түри бойичә мис медалға еришти.

1717335
мәмликәтлик җудо тәнһәрикәтчимиз һилал өзтүрк дунйа үчинчиси болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җудо федератсийәсиниң байанатиға асасланғанда, йәккә мусабиқә италийәниң олбийа шәһиридә өткүзүлгән.

78 килогирамдин йуқири айаллар түри бойичә, һилал өзтүрк иккинчи айланмида мексикалиқ прискила мартинезни, чарәк һәл қилғуч мусабиқидә франсийәлик леа фонтанини йиңип, йерим һәл қилғуч мусабиқигә киргән.

у бу айланма мусабиқидә, фирансийәлик корали хаймеға уттуруп қойған вә мис медал мусабиқисидә венезуелалиқ амаранта урданетани йиңип, пәвқуладдә еғир дәриҗликләр бойичә дунйада үчинчи болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر