өзтүрк мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә биринчи алтун медалға еришти

абдуллаһ өзтүрк 2020-йиллиқ токйо мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә, җәнубий корейәлик йоңкун кимни 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән йәңди.

1699771
өзтүрк мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә биринчи алтун медалға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: абдуллаһ өзтүрк 2020-йиллиқ токйо мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси әрләр үстәл теннис топ йәккә ойнаш (4-дәриҗилик) һәл қилғуч мусабиқисидә, җәнубий корейәлик йоңкун кимни 1 гә қарши 3 нәтиҗә билән йәңди.

абдуллаһ өзтүрк 2016-йили рийода қолға кәлтүргән чемпийонлуқини қоғдап қалди вә мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң алтун медалини уда иккинчи қетим қолға кәлтүргән тәнһәрикәтчиси болуп қалди. назмийә муратли илгири 2012- вә 2016-йиллири өткүзүлгән мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә еғирлиқ көтүрүштә бу мувәппәқийәтни қолға кәлтүргән иди.

абдуллаһ өзтүрк мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә медал санини 3 кә чиқарди. абдуллаһ өзтурк 2020-йиллиқ токйо мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә, түркийәниң тунҗи алтун медалиға еришкән тәнһәрикәтчи  болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر