4-нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә мусабиқилири түркийәдә өткүзүлиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған твиттерда қирғизистан зийарити тоғрисида байанат елан қилип, 4-нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә мусабиқилириниң түркийәдә өткүзүлидиғанлиқи тоғрисида хуш хәвәр бәрди.

1042815
4-нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә мусабиқилири түркийәдә өткүзүлиду
FOTO_16296634_020920182124230000_R_SPO_20180902000000_aa-picture-20180902-16296634.jpg
FOTO_16296658_020920182124230000_R_SPO_20180902000000_aa-picture-20180902-16296658.jpg
FOTO_16296655_020920182124230000_R_SPO_20180902000000_aa-picture-20180902-16296655.jpg
FOTO_16296651_020920182124230000_R_SPO_20180902000000_aa-picture-20180902-16296651.jpg
FOTO_16296640_020920182124230000_R_SPO_20180902000000_aa-picture-20180902-16296640.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған твиттерда қирғизистан зийарити тоғрисида байанат елан қилди. у қирғизистан зийаритидә, 3-нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә мусабиқилириниң ечилиш мурасимиға қатнашқанлиқини билдүрүп: «қирғизистанниң саһибханлиқида өткүзүлгән вә дунйа мәдәнийәт мирасиға төһпә қошқан бу тәнтәрбийә мусабиқилирини, иншааллаһ 2020-йили дөлитимиздә өткүзимиз» деди.

анадолу агентлиқи (AA) билән түркийә радийо-телевизийә идариси т р т (TRT) ахбаратта һәмкарлашқан вә 3-нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә мусабиқилириниң бир түврүки болған етно шәһириниң ечилиш мурасимиға, қирғизистан пирезиденти соронбай җәенбеков билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирликтә иштирак қилди.

қирғизистанлиқ сәнәтчиләр вә оқуғучилар ечилиш мурасимида, «көчмән чарвичиларниң алтун дәври» намлиқ тийатир номурини көрситип, қирғизистанлиқларниң тарихини вә көчмән чарвичилиқ турмуштики әнәнилирини намайан қилди.

қирғизистан пирезиденти соронбай җәенбеков икки йилда бир қетим өткүзүлидиған дунйа әнәниви тәнтәрбийә мусабиқилириниң ечилиш мурасимини, түрк тилида сөзлишидиған дөләтләрниң рәһбәрлиридин түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев, венгрийә баш министири виктор орбан вә татаристан җумһурийитиниң пирезиденти рүстәм миниханов билән бирликтә өткүзгәнликлирини ейтти.

қирғизистан пирезиденти соронбай җәенбеков көчмән чарвичилиқ мәдәнийити пәлсәпәсини тәрәққий қилдуруш үчүн 4-нөвәтлик мусабиқиләрниң түркийәдә өткүзүлүшидә, рәҗәп таййип әрдоғанниң қоллишиға еришкәнликлирини билдүрди.

 у сөзиниң давамида, 4-нөвәтлик мусабиқини өткүзүш һоқуқиниң түркийәгә өткүзүп берилгәнликини әскәртип, түркийә хәлқигә вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәшәккүр ейтти.

қирғизистан пирезиденти соронбай җәенбеков сөзини ахирлаштурғандин кейин, венгрийә баш министири виктор орбан билән әнәниви мәдәнийәт паалийәтлири өткүзүлидиған вә қирғизистандики йәттә районниң мәдәнийәт байлиқлири тонуштурулған етно шәһиридики чедирларни зийарәт қилди.

3-нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә мусабиқилири 8-сентәбир ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر