путин: қисмән хаталиқларни садир қилдуқ, әмма қарар адил әмәс

русийә пирезиденти виладимир путин, рус тәнһәрикәтчиләрниң 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилириға мустәқил һаләттә иштирак қилишлириға тосқунлуқ қилмайдиғанлиқлирини билдүрди.

863513
путин: қисмән хаталиқларни садир қилдуқ, әмма қарар адил әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: виладимир путин, дөлитиниң 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә иштирак қилишиниң мәни қилиниши тоғрисида тохтилип, русийәниңму бу мусапидә қисмән хаталиқларни садир қилғанлиқини, хәлқара олимпик комитетиниң бу хаталиқларни баһанә қилип, русийәни адил болмиған шәкилдә җазалиғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп, «чүнки, җаза бериштә коллектип җавабкарлиқ пиринсипи иҗра қилинди. дунйадики һечқандақ бир қанун системисида, коллектип җавабкарлиқ пиринсипи иҗра қилинмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә, рус тәнһәрикәтчиләрниң 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилириға мустәқил һаләттә иштирак қилишлириға һечбир шәкилдә тосқунлуқ қилмайдиғанлиқлирини билдүрүп, «олимпик мусабиқилиригә мустәқил һаләттә иштирак қилиш йаки қилмаслиқ қарари пүтүнләй тәнһәрикәтчиләргә бағлиқ болиду» деди.

хәлқара олимпик комитети шивейтсарийәниң лозан шәһиридә чақирилған сәйшәнбә күнидики йиғинидин кейин байанат берип, русийәниң 2018 – йиллиқ қиш пәсиллик олимпик тәнһәрикәт мусабиқилиригә қатнишиш һоқуқиниң елип ташланғанлиқини, роһландурғучи дора истемал қилмиғанлиқи испатланған рус тәнһәрикәтчиләрниң болса, олимпик мусабиқилиригә мустәқил һаләттә «русийәдин қатнашқан олимпик маһири» дегән нам астида қатнишалайдиғанлиқини  уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر