икки атақлиқ путбол маһири әрдоғанға рәхмәт ейтти

араканға йардәм сәпәрәвәрликини қоллаш мунасивити билән атақлиқ путбол маһири феғули вә адебайор твиттер һесабидин әрдоғанға рәхмәт ейтти.

857683
икки атақлиқ путбол маһири әрдоғанға рәхмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: галатасарай путбол командисиниң алҗирийәлик маһири софенә феғули билән  медипол башақ шәһәр командисиниң тоголуқ путбол маһири емманул адеебайор «аркан үчүн сөйгү әскәрлири» гурупписиниң йардәм сәпәрвәрликини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң твиттер һесабида қоллап – қуввәтлигәнликигә алаһидә рәхмәт ейтти. 

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқу чолпини җером җаррә вә фирансийәлик чолпан өмәр сий қатарлиқларниму өз ичигә алған көп сандики атақлиқ чолпанлар  тәрипидин бирликтә башлиған йардәм сәпәрәвәрликини қоллап – қуввәтлигән болуп, бу ишқа феголи билән билән адебайорму инкас қайтурди.

феголи твиттер һесабида «#әрдоған роһингийаға йардәм» дегән тема астида «мәрһаба!! рәҗәп таййип әрдоғанға рәхмәт ейтимиз» дегән сөзләрни һәмбәһирләшти.

адебайорму твиттер һесабида өзиниң әрдоған билән қол елишип турған рәсимини һәмбәһирлишип, «#әрдоған роһингийаға йардәм» дегән тема астида «рәһмәт рәҗәп таййип әрдоған» дегән сөзләрни ишләтти.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر