түркийә челишишта дунйа чимпейони болди
фирансийә пайтәхти парижда өткүзүлгән дунйа челишиш чимпейонлуқида түркийә маһири мәтәхан башар алтун медалға еришти.
794643
түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пайтәхти парижда өткүзүлгән дунйа челишиш чимпейонлуқиниң биринчи күнидә, 85 килогирамлиқлар бойичә өткүзүлгән һәл қилғуч мусабиқидә бир алтун медалға еришип, чимпейон болди.
у германийәлик маһир кудлани 1 гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңди. у т р т спор қанилиниң зийаритини қобул қилип, бундин кейинки нишаниниң 2020-йили өткүзүлидиған токйо олимпик тәнһәрикәт йиғинида чимпейон болуш икәнликини ейтти.
мәлум болушичә, дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған чимпейон мәтәхан башарни тәбриклигән.