дунйаға даңлиқ мейип йеник атлитика маһири қамаққа һөкүм қилинди

тунҗи болуп олимпик мусабиқилиригә иштирак қилған җәнубий африқилиқ мейип йеник атлитика маһири оскар писторийус қамаққа һөкүм қилинди.

524745
дунйаға даңлиқ мейип йеник атлитика маһири қамаққа һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗи болуп олимпик мусабиқилиригә иштирак қилған җәнубий африқилиқ мейип йеник атлитика маһири оскар писторийус, сиңлисини өлтүрүш билән әйиблинип 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

җәнубий африқиниң прерорийа шәһиридә ечилған сотта сотчи токозиле масипа, даңлиқ тәнһәрикәтчини сиңлиси рива стенкампни өлтүрүш билән әйибләп 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.

сотчи масипа, 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши күтүлүватқан писторийосқа күтүлгәндин аз җаза берилишидә сәл қарашқа болмайдиған шундақла қайил қиларлиқ шәртләрниң барлиқини елан қилди.

сотқа писторийос вә стинкампниң ата – анисиму иштирак қилди.

делони тәкшүрүш җәрйанида өлтүрүлгән ситинкампниң йеқинлириниң ипадилиригә қулақ селинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر