түркийә маһирлири чемпийон болди

түркийә челишиш маһирлиридин сәлчуқ чәби билән риза қайаалп германийәдә өткүзүлгән grand prix  мусабиқисидә алтун медалға еришип, чемпийон болди.

523812
түркийә маһирлири чемпийон болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә челишиш федератсийәсиниң билдүрүшичә, 2 – 3 – ийул күнлири германийәниң дормунд шәһиридә өткүзүлгән вә 19 дөләттин 300 гә йеқин маһир қатнашқан мусабиқидә түркийә 2 алтун, 4 мис медалға еришип, үчинчи болған. түркийәгә вәкалитән 2016 – йиллиқ Rio  олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишидиған миллий маһирлиримиздин сәлчуқ чәби, җәнк илдәм вә риза қайаалп grand prix  мусабиқисигә иштирак қилған. мусабиқидә   сәлчуқ чәби билән риза қайаалп чемпийон, җәнк илдәм бәшинчи болған, мәтәһан башар, бариш қайа, мәһмәт әмин өгүт вә мустафа зопали мис медалға еришкән



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر