хәлқара йашлар олимпик тәнһәрикәт мусабиқилири ахирлашти

хитайниң нәнҗиң шәһиридә өткүзүлгән йашларниң йазлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини ахирлашти.

106827
хәлқара йашлар олимпик тәнһәрикәт мусабиқилири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири :түркийә маһирлири 1 алтун медал, 3 күмүш медал вә 6 мис медал алди. хәлқара олимпик комитети (IOC) тәрипидин өткүзүлгән 2 – нөвәтлик йазлиқ йашлар олимпик йиғининиң ахирқи күнидә түркийә челишиш маһири мис медалға еришти. қизлар 44 килогирамлиқлар җудочә челишиш түридә мәлиса чакмакли алтун медалға еришти. қизлар 55 килогирамлиқлар тәйкүәндав мусабиқисидә фатма саридоған, оғуллар 42 килогирамлиқлар челишиш түридә фатиһ аслан, қизлар 70 килогирамлиқлар челишиш түридә туғба гүмүш күмүш медални қолға кәлтүрди. оғуллар 64 килогирамлиқлар бокс түридә адәм фуркан авҗи, қизлар 51 килогирамлиқлар түридә нәриман истик, оғуллар 55 килогирамлиқлар җудочә челишш түридә оғузхан караҗа, оғуллар 73 килогирамлиқлар тәйкүәндав түридә талһа байрам, оғуллар 46 килогирамлиқлар челишиш түридә җаббар дуйум мис медални қолға кәлтүрди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر