хәлқара уйғур әркинлик лоңқиси тәқдим қилинди

һәл қилғуч мусабиқида қазақистан уйғур путбол командиси билән қирғизистан уйғур путбол командиси оттурисидики риқабәт интайин кәскин болди.

99452
хәлқара уйғур әркинлик лоңқиси тәқдим қилинди

хәлқара уйғур әркинлик лоңқиси өз игисигә тәқдим қилинди.
дунйа уйғур йашлири хәлқара путбол мусабиқисиниң чимпейонлири муәййәнләшти.
һәл қилғуч мусабиқидә қазақистан уйғур путбол командиси билән қирғизистан уйғур путбол командиси оттурисидики риқабәт интайин кәскин болди.
қазақистан уйғур путбол командиси, қирғизистан уйғур путбол командисини 0 гә қарши 2 нәтиҗә билән йеңип, хәлқара уйғур әркинлик лоңқисиға еришти.
дунйа уйғур йашлири хәлқара путбол мусабиқисиниң омумий нәтиҗисигә көрә, қазақистан уйғур путбол командиси биринчи, қирғизистан уйғур путбол командиси иккинчи вә германийә уйғур путбол командиси үчинчи болди.
түркийә, америка, германийә, белгийә, голландийә, норвегийә, шветсийә, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ җәмий 9 дөләттин кәлгән уйғур путбол командилириниң қатнишиши билән қәйсәри шәһири вали ниһат җанполат тәнтәрбийә мәйданида 14 – ийундин буйан елип бериливатқан дунйа уйғур йашлири хәлқара путбол мусабиқиси бүгүнки алаһидә йепилиш мурасими билән ахирлашти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر