саламлишимән чүнки...

чүнки (15)

2124938
саламлишимән чүнки...

саламлишимән чүнки...

түркийә авази радийоси: тилимизға әрәб тилидин кәлгән «салам» дегән сөз, тинчлиқ, ишәнч вә хатирҗәмлик дегән мәниләрни билдүриду. саламлишиш, бирсигә йаки бир топқа йеқинлиқ, сөйгү вә меһрибанлиқини намайан қилиш, сағламлиқ, аман - есәнлик вә мувәппәқийәт тиләшни көрситиду. саламлишиш иҗтимаий мунасивәттә муһим қәдәм болуп, барлиқ мәдәнийәтләрдә кәң қорсақлиқ, һөрмәт вә алақә маһаритини әкис әттүридиған асаслиқ һәрикәт дәп қарилиду. саламлишиш йәнә, кишиләргә актип тәсир көрситиш вә чүшинишлик бир алақә муһити йаритишниң тунҗи қәдими һесаблиниду.

иҗтимаий мәвҗутлуқ һесаблинидиған инсанларниң мустәһкәм иҗтимаий җәмийәт йаритишида саламлишиш муһим рол ойнайду. саламлишиш кишиләр арисида иҗтимаий риштә орнитиш вә җәмийәт ичидә маслишишниң бир йоли һесаблиниду. удулидики кишидә тунҗи иҗабий тәсир пәйда қилидиған саламлишиш, өз нөвитидә йәнә узун муддәтлик мунасивәт қуруштәк муһим ролларғиму игә.  

 *** **** **** *********

 тунҗи учришишта әдәплик вә һөрмәтлик һәрикәтләрни қилиш, қарши тәрәптин бирәр нәрсә тәләп қилғанда арзуйимизни тез әмәлгә ашурушни асанлаштуриду. мәсилән, бирәр дукан йаки банка шөбисигә салам берип киргинимиздә хизмәтчиләрниң бизгә техиму сәмимий вә күлүмсирәп йеқинлишидиғанлиқиға шаһит болимиз.

саламлишиш алақини башлаш вә давамлаштурушниң биринчи қәдими шундақла мәдәнийәт қаидиси вә тәқәззалириға әмәл қилиш һесаблиниду. күтүлгән һәрикәтләрни намайан қилиш кишиләрниң иҗтимаий инақлиқини ашуруп, үнүмлүк иҗтимаий җәмийәтниң шәкиллинишигә төһпә қошиду.

гәрчә саламлишиш услуби мәдәнийәтләрниң һәр хиллиқиға вә районларға көрә пәрқлиқ болсиму, әмма асасий җәһәттин әдәплик вә һөрмәт билән башқиларға йеқинлишишниң усули дәп қарилиду. тонумайдиған бир кишигә есәнлик тиләш вә биздин униңға зийан йәтмәйдиғанлиқини билдүрүш болуп, саламлишиш арқилиқ сөһбәтни башлаш, бағлиниши күчлүк бир җәмийәт бәрпа қилиштики аддий, әмма үнүмлүк қәдәмдур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر