мисирға хәлқаралиқ җан (қутқузуш) сүйи

күнтәртип вә анализ (15)

2126928
мисирға хәлқаралиқ җан (қутқузуш) сүйи

һөрмәтлик радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар, «күнтәртип вә анализ» намлиқ пирограммимизниң бу һәптилик санида сийасәт, иқтисад вә җәмийәт тәтқиқатлири фонди җәмити ташқи сийасәт тәтқиқатчиси җан аҗун тәрипидин тәййарланған «мисирға хәлқаралиқ җан (қутқузуш) сүйи» намлиқ

анилизини диққитиңларға сунимиз. қени әмисә диққитиңлар пирограммимизда болсун!

***** *** * * * *** **

 

чоң иқтисадий кризискә дуч кәлгән вә чиқим тәңпуңсизлиқи мәсилиси еғирлашқан мисирға хәлқаралиқ чоң система җан сүйи (йәни қутқузуш суйи) бәрди. дәсләптә әрәб бирләшмә хәлипилики билән түзүлгән 35 милйард долларлиқ мәбләғ селиш келишими , андин хәлқара пул фонди тәшкилати билән йеңи қәрз келишими, ахирида дунйа банкиси вә йавропа  иттипақи һәммиси  арқиму-арқидин мисирға йардәм программилирини елан қилишти.

  мисир иқтисади узундин буйан чоң кризисниң ичидә иди. абдул фатах әл сиси һакимийәт бешиға чиққандин буйан дөләтниң иқтисади һеч бир йол билән әслигә кәлмиди. армийә контролуқи астидики бир һакимийәт мәвҗут болған иқтисадта байлиқ интайин начар ишлитилгән иди. зор миқтарда мудапиә мәһсулатлирини импорт қилиш сәвәбидин дөләтниң қәрзи барғансири ешип кәтти. дөләтниң ғайәт зор ташқи сода қизил рәқими шәкилләнди. 160 милйард долларлиқ ташқи қәрзгә боғулди. мәркизий банка чәтәлдин кәлгән алмаштурушлар арқилиқла аран өрә туридиған әһвалда иди. ташқи қәрзни мәбләғкә йүрүштүрүштә зор қийинчилиққа дуч кәлди. мәвҗут вәзийәттә қәрзни қайтуруш наһайити қийин иди. униң үстигә исраилийәниң ғәззәни ишғал қилиш уруши вә униң районға көрсәткән тәсириму мисирниң начар иқтисадий вәзийитини техиму күчәйтивәтти. дөләтниң макро иқтисади динамик күчи вәйран болуш босоғусиға келип қалди. мисир хәлқигә нисбәтән әһвал техиму начарлашти. сетивелиш күчи барғансири ерип, һәтта асаслиқ турмуш еһтийаҗини қандурушму чоң мәсилигә айланди. йүз милйондин ашидиған мисир нопусиниң һәр йили бир милйондин көпрәк ешишиға әгишип, һөкүмәткә болған иҗтимаий ғәзәп җуғлинишқа башлиди.

мисир иқтисади вәйран болуш босуғусиға келип қалған мушундақ бир шараитта, ахри хәлқарлиқ бир җәрйан башлинип, мисир иқтисадини ташқи қоллаш башланди. дәсләптә әрәб бирләшмә хәлипилики һәрикәткә өтти вә шималий деңиз қирғиқидики расул-һикмә шәһиригә 35 милйард долларлиқ мәбләғ селишни қарар қилди вә мисирға чәтәл привути киришини ишқа ашурди. гәрчә бу қәдәм «мисирниң земини сетиливатиду» дәп тәнқид қилинған болсиму, сиси һөкүмитиниң бу келишимдин мәмнунлуқи вә мисирниң ташқи перевот еһтийаҗи шундақла қәрзини қандурушта бираз раһәтлишини ишқа ашурғанлиқи ениқ. андин хәлқара пул фонди тәшкилати һәрикәткә келип, миисрға ташқи перевот баһасиниң төвәнлитилиши қатарлиқ башқа бир қисим шәртләрни орундиған әһвал астида қәрз беришни қарар қилди. арқидин дунйа банкиси вә йавропа иттипақиму милйардларчә долларлиқ йардәм пиланлирини җакарлиди.

  нәтиҗидә, мисир җиддий еһтийаҗлиқ болған милйардлиған долларға еришкән болди, әмма әлвәттә, пул пахаллиқи йуқири болғачқа, мисир хәлқи техиму намратлишип, қийинчилиққа учрайдиған бир мәзгилгә қәдәм қоймақта. униң үстигә дөләттә қурулма характерлик һечқандақ қәдәм ташланғини йоқ. армийәниң иқтисадтики һөкүмранлиқи давамлишиш билән биргә, дөләтниң байлиқи мәбләғ селишқа әмәс, бәлки һәрбий чиқим вә үнүмсиз лайиһәләргә ишлтилмәктә. қилинған йардәмләр пәқәт мисирниң қисқиғинә вақит өрә туралишиғила шараит һазирлап бәрмәктә. әгәр мунасивәтлик ислаһатлар елип берилмиса, мисир иқтисадиниң сиҗил йосунда әслигә келиши интайин тәстәк қилиду.

әслидә дунйа мисирниң вәйран болуш босуғусидики чоң бир дөләт икәнликини җәзмләштүргән һәмдә иқтисадий вәйран болушниң районға вә дунйаға еғир мәсилә йаритидиғанлиқини, болупму ғәрб дөләтлири үчүн йеңи көчмәнләр долқуни йаритидиғанлиқини билип йәтти. йәнә келип мисир, ғәззә билән чегрилинидиған болғачқа, мисирни йенида сақлап қелишни халайдиған актийорлар һазирчә йанчуқиниң еғизини ачқан әһвалда турмақта.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر