йадро енергийәсиниң енергийә бихәтәрликигә көрситидиған тәсири

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, йадро енергийәсиниң енергийә бихәтәрликигә көрситидиған тәсири тоғрисида тохтилип өтимиз.

2093952
йадро енергийәсиниң енергийә бихәтәрликигә көрситидиған тәсири

йадро енергийәсиниң енергийә бихәтәрликигә көрситидиған тәсири

түркийә авази радийоси: йадро енергийәси тәбиий енергийә мәнбәси чәклик дөләтләр үчүн интайин муһим؛ русийә-украина уруши бу әһвални ениқ көрситип бәрди. нурғун дөләтләр тақаш пилани түзигән йадро електир истансилириниң мәшғулат муддитини узартип, енергийә бихәтәрликигә капаләтлик қилди.

түркийәму йадро техникисиға игә дөләтләрниң биригә айлинишқа қарап илгирилимәктә. аққуйу йадро електир истансисиниң тунҗи реакториниң өктәбирдә ишқа кириштүрүлүши пиланланмақта. қурулуши тамамлинип, 2023-йили 27-апрел йеқилғу тайақчилириниң сәплиниши билән, бу истанса бир йадро електир истансисиға айланди. 1200 мегаватлиқ 4 реактордин тәркиб тапқан аққуйу йадро електир истансисиниң 2026-йили толуқ ишқа кириштүрүлүши күтүлмәктә.

бу електир истансиси толуқ ишқа кириштүрүлгәндә, һәр йили тәхминән 35 милйард киловат саәт ток ишләпчиқирип, түркийәниң енергийә истемалиниң %10 ини қандуриду.

аққуйу йадро електир истансиси тунҗиси болсиму, әмма у бирдинбир йадро истансиси болмайду. қисқа вақит ичидә бири синопта, йәнә бири тракйада болуп, икки йеңи йадро истансисиниң улиниң селиниши пиланланмақта.

тәсәввурдикиниң әксичә, йадро електир истансисилири парник гази қойуп бәрмәйду. шуңа, йәр шаридики йадро реакторлириниң санини көпәйтиш арқилиқ һәр йили парник гази қойуп бериш нисбитини %17 азайтиш пиланланмақта.

20-әсирниң 70-йиллириниң бешида йүз бәргән нефит киризисигә әгишип, йадро електир истансилирини қуруш сүрити тезләшти. нефит вә башқа һидро карбон записиға игә болмиған дөләтләр, йадро електир истансилириға йүзлинип, мәзкур мәнбәләргә болған тайинишчанлиқини төвәнлитип, енергийә билән тәминлиниш бихәтәрликигә капаләтлик қилди.

нөвәттә 32 дөләттә 441 йадро реактори ишлимәктә, 17 дөләттә 53 йадро реактори қурулуватиду. йадро електир истансилирида ишләпчиқирилған ток дунйа ток еһтийаҗинң тәхминән %10 гә тоғра келиду.

фирансийә ток еһтийаҗиниң %70 тин көпрәкини, украина %51ини,  шиветсийә тәхминән %30ни, белгийә тәхминән %40ни, йавропа иттипақи %26ни, җәнубий корейә тәхминән %30ни, америка %20 ни йадро енергийәси арқилиқ қамдимақта.

дунйадики йадро електир истансилириға алақидар санлиқ мәлуматларға қарайдиған болсақ, америка 100 миң мегаватқа йеқин актип електир истансиси күчи билән алдинқи қатардин орун алмақта. америкадин кейин, тәртипи бойичә фирансийә, хитай, йапонийә вә русийә орун алиду.

киши бешиға 941 ват  йадро електир енергийәси күчи чүшидиған фирансийә биринчи, 853 ват чүшидиған шиветсийә иккинчи орунда туриду.

ундақта, йадро енергийәсини ишлитиштә башламчи дөләтләрдә қанчилик реактор бар? қанчилик күч ишләпчиқириду?

америка йадро енергийәсидә башламчи дөләт болуп, дөләт миқйасидики 92 актип реактор американиң ток еһтийаҗиниң 20 пирсәнтини тәминләйду. нөвәттә йәнә икки реактор қурулуватиду.

америка нуқтилиқ һалда йадро реактори тәтқиқати елип бармақта вә бу саһәгә мәбләғ селишни давамлаштурмақта. йеқиндин буйан, американиң кона иссиқлиқ електир истансисиниң орниға йадро електир истансилирини қуруш йолида хизмәтләр ишләнмәктә, тәтқиқатлар елип берилмақта.

фирансийә електир енергийәсиниң %70 ини дөләт миқйасидики 56 йадро реакторидин алмақта. фирансийә енергийә ширкити, истансиларни ремонт қилиш җәрйанини тезлитип, қиш айлирида техиму көп реакторниң мәшғулат елип беришиға шараит һазирлиди.

пирезидент еммануел макрон фосил (ташқатма) йеқилғуға тайиништин қутулуш үчүн, 14 йеңи йадро реактори қуруш пиланини елан қилди. униңдин башқа, фирансийә кичик модуллуқ йадро реактори техникисиға мәбләғ селишни қарар қилди.

хитай електир енергийәси еһтйаҗиниң 5 пирсәнтини актип һаләттики 54 йадро реактори арқилиқ қамдимақта. униңдин башқа 22 реакторниң қурулуши давам қилмақта, пилани тәстиқланған 38 реактор қурулуш башлашқа тәййарланмақта.

хитай 2025-йилиға барғанда һәр йили оттуричә 6 дин 8 гичә йадро реактори йасап, 2030-йилиға барғанда, дунйаниң бу саһәдики иқтидари әң йуқири дөлитигә айлиниш үчүн һәрикәт қилмақта. 4-айда 6 йеңи реакторниң қурулуш пиланини тәстиқлиған хитай, бу һәптә йәнә икки йадро електир истансисида 4 йеңи реактор йасашни тәстиқлиди.

йадро електир истансилирини ишлитишни әмәлдин қалдурушни пиланлаватқан германийә, русийә-украина уруши башланғандин кейин, русийәниң тәбиий газ билән тәминлинишиниң үзүлүп қелиш еһтималлиқиға қарши тәййарлиқ қилишқа башлиди. германийә өткән йили 6 йадро реактори арқилиқ омумий ток ишләпчиқириш миқдариниң 12 пирсәнтини тәминлиди. германийә бу йил қишта ток ишләпчиқиришта пәйда болуш мумкинчилики болған қийинчилиқларни нәзәрдә тутуп, җиддий тәдбирләрни йолға қойди؛ бу арқа көрүнүштә, баварийәдики исар2 вә баден вүрттембергдики некарвестхейм2 йадро енергийә истансилирини тәййар турғузушни қарар қилди. бу електир истансисилири 2024-йили 4-айниң оттурилириғичә җиддий тәййарлиқ ичидә запас һаләттә турғузулиду.

әнглийәдә тоққуз йадро реактори актип мәшғулат елип бериватқан болуп, әнглийә ток еһтийаҗиниң 15 пирсәнтини қандурмақта. енергийә киризисиниң баш көтүрүшидин кейин, әнглийә 30 милйард фондстерлиң қиммитидики йадро електир истансиси түрини тәстиқлиди.

белгийәниң икки йадро електир истансисиниң йәттә реактори мәшғулат елип бериватқан болуп, ишләпчиқарған електир енергийәси дөләтниң еһтийаҗиниң йеримини қамдимақта. енергийә киризиси сәвәбидин, белгийә 2025-йили тақашни пиланлаватқан икки йадро електир истансисиниң мәшғулат муддитини йәнә 10 йил узартти.

голландийәниң актип мәшғулат елип бериватқан бирла реактори бар болуп, йеңидин икки реакторға мәбләғ селишқа тәййарланмақта.

алтә реактор қурушни пиланлаватқан полша болса, кичик типтики йадро реакториға мәбләғ селиш тәййарлиқини башлиди.

һиндистанда 22 йадро реактори бар. йадро дөләтниң ток ишләпчиқириш миқдариниң %3 ни тәминләйду. нөвәттә 8 реакторниң қурулуши давамлашмақта. һиндистан 12 йеңи реактор йасап, алдимиздики 10 йилда електир енергийәсини үч һәссә ашурушни пиланлимақта.

йапонийәниң нөвәттә мәшғулат елип баралайдиған 33 йадро реактори бар. 7 актип реактордин башқа, йәнә 9 реакторни қозғитиш қарар қилинди. бу арқилиқ йапонийә електир еһтийаҗиниң %10 ини йадро енергийәси билән тәминләйду.

җәнубий корейә ток еһтийаҗиниң 28 пирсәнтини йадро електир истансисилири арқилиқ қандуриду. дөләттә 25 актип реактор бар болуп, үч реактор қурулуватиду. җәнубий корейә 2030-йилиғичә 10 йадро електир истансиси қуруп, ток еһтийаҗини қамдаш нисбитини %30 кә йәткүзүшни қарар  қилди.

һәтта нефит вә тәбиий газ записи мол дөләтләрму йадро енергийәсидин пайдилинип ток һасил қилмақта. һазир дунйаниң һәрқайси җайлирида 54 йадро реактори қурулуши давамлашмақта. қурулуватқан йадро реакторлириниң 11 и хитайда, 7 си һиндистанда, 4 и русийәдә. буниңдин башқа, әрәб бирләшмә хәлипиликидә 4, җәнубий корейәдә 4, америкада 2, фирансийәдә 1 йадро реактори қурулуватиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر