б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско мәктәпләрдә әқлийфонларниң чәклиниши керәклики тоғрисида чақириқта болди

көзнәк (50)

2024512
б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско мәктәпләрдә әқлийфонларниң чәклиниши керәклики тоғрисида чақириқта болди

б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) мәктәпләрдә әқлийфонларниң чәклиниши керәклики тоғрисида чақириқта болди

б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско тәрипидин уда 18 йилдин буйан елан қилиниватқан «йәр шари характерлик маарипни көзитиш доклати» ниң бу йилқи санида «йанфон чәклимиси» ниң муһимлиқи тәкитләнди.

йунескониң доклатида тәкитлинишичә, йанфонни һәддидин зийадә көп ишлитиш тәлим - тәрбийә сәвийәси билән биваситә мунасивәтлик икән. йанфон екраниниң уда нәччә саәт очуқ туруши балиларниң һес - туйғулириға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи тоғрилиқ дәлил-испатлар бар икән. б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско әқлийфонларниң мәктәпләрдә чәклинишини тәвсийә қилмақта.

доклатта тәкитлинишичә, рәқәмлик техника баштин- ахир «инсанни мәркәз қилидиған маарип қариши» ға уйғун болуши, һәргизму оқутқучилар билән болған йүзтуранә алақиниң орнини алмаслиқи керәк икән.

йунеско баш директори авудрей азолай мундақ дәйду: «рәқәмлик техника мөлчәрлигүсиз йошурун күчкә игә, лекин җәмийәттә рәқәмлик техникини қелиплаштурушқа вә  маарип саһәсисдә уни  қоллиниш шәклигә әһмийәт бериш керәк.»

дөләтләрниң % 14 ти әқлийфонларни чәкләш сийасәтлирини йолға қоймақта

йунескониң йәр шариви йанфон чәкләш тәклипи нөвәттә нурғун дөләтләрдә қанун арқилиқ йолға қойулуватиду. фирансийә 2018-йили қанун арқилиқ мәктәпләрдә әқлийфон чәклигән тунҗи дөләт болди. гивинейә 2021-йили әқлийфон чәкләш сийаситини йолға қойди. латвийә, мексика, португалийә, испанийә, шивейтсарийә, америка қошма иштатлири, канада вә шотландийә қатарлиқ дөләтләрму толуқ йаки қисмән әқлийфонларни чәкләш сийаситини йолға қойди.

баңладеш бу һәқтә охшимиған сийасәтни йолға қойди. 2011-йили синипларда оқуғучиларниң орниға оқутқучиларға йанфон чәклимиси қойулди. 2017-йили һәм оқуғучилар һәм оқутқучиларниң йанфонини синипқа елип кириши чәкләнди.

таҗикистан маарип қануниниң 25-маддисиға асасән, оттура-башланғуч мәктәпләрдә оқуғучиларниң йанфон ишлитиши мәни қилиниду. өзбекистанда мәктәпләргә киргәндә барлиқ әқлийфонларни тақаш шәрт.

2024-йили мәктәпләрдә әқлийфон чәкләш сийаситини йолға қойидиған дөләтләр ичидә финландийә билән голландийәму бар.

әқлийфонларни ишлитиш нәтиҗисидә тәлим - тәрбийә сәвийәси барғансери төвәнлимәктә

хәлқара оқуғучиларни баһалаш пирограммиси қатарлиқ органларниң кәң көләмлик вә хәлқаралиқ баһалаш нәтиҗилири вә санлиқ мәлуматлири асасидики тәтқиқатларда көрситилишичә, әқлийфонларға хумар болуп қелиш көп һалларда оқуғучиларниң өгиниш нәтиҗилириниң барғансери  төвәнләп кетиши билән зич мунасивәтлик икән.

белгийә, испанийә вә әнглийәдә елип берилған тәтқиқатларда испатлинишичә, мәктәпләрдә әқлийфонларниң чәклиниши нәтиҗисидә болупму өгиниш иқтидари төвән оқуғучиларниң иқтидари көрүнәрлик ашқан.

түркийәдики мәктәпләрдә әқлийфон чәклимиси оқутқучилар мудирийити тәрипидин бекитилиду

түркийәдә 2019 – йили рәсмий  гезиттә елан қилинған қарарға асасән, миллий маарип министирлиқиниң оттура дәриҗилик маарип аппаратлирини башқуруш һәққидики нурғун маддиларға өзгәртиш киргүзүлди.

бу маддилар арисида оқуғучилар үчүн әң диққәт қозғайдиғини йанфон чәклимиси болди.

бу һәқтики бәлгилимигә асасән, дәрс арилиқида йаки дәм елиш мәзгилидә үн- синға елиш иқтидариға игә йанфон, камера, тахта компйутер, компйутер, әқлий иқтидарлиқ саәт вә шуниңға охшиған үскүниләрни чәкләш – чәклимәслик тоғрилиқ қарар чиқириш һоқуқи мәктәп мәмурийитигә берилгән.

дәрс вақтида йанфон ишлититишкә рухсәт қлип- қилмаслиқ һоқуқи оқутқучилар мудирийитигә берилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر