йәл мәсилиси бар бовақларни емитидиған аниларниң узуқлиништа диққәт қилишқа тегишлик ишлар

шипа булиқи (45)

2009887
йәл мәсилиси бар бовақларни емитидиған аниларниң узуқлиништа диққәт қилишқа тегишлик ишлар

йәл мәсилиси бар бовақларни емитидиған аниларниң узуқлиништа диққәт қилишқа тегишлик ишлар

( доктор мәһмәт учар)

емиватқан бовақлардики узуқлиниш сәзгүрлүки вә йәл мәсилиси

бәзи аниларниң қаришичә, сүт мәһсулатлири, брокколи, йесивиләк, банан, тухум йаки самсақ қатарлиқ йемәкликләрни йегәндә, бовақларда кәлгүси 24 саәткичә йәл мәсилиси вә бәтхуйлуқ әһваллири көрүлидикән утйхуйлуқ Huyху.

бәзи йемәкликләрдин пәрһиз тутқиниңизда бовиқиңизда йәл санҗиқи вә чуқуқ әһваллириниң йахшиланғанлиқини көрисиз.

бовақларда йеши чоң балилар вә чоңларға қариғанда йәл мәсилиси көп болуп, бу нормал әһвалдур. дәрвәқә бовақлар техиму көп һавани йутувалиду.

әгәр емитиватқан бовиқиңизда йәл мәсилиси болмиса, йемәк-ичмикиңизни тәңшишиңизниң һаҗити йоқ. адәттә бала емитиватқан анилар һәр хил йемәкликләрдин пәрһиз тутмисиму болиду. бала емитиватқан мәзгилдә пәрһиз тутушқа тегишлик йемәкликләрниң  бир қисмини симаб тәркиби йуқири болған белиқлар, бәзи өсүмлүкләр, сүт мәһсулатлири, коффеин вә шакилат қатарлиқлар тәшкил қилиду.

йәл мәсилиси бар бовиқини емитиватқан аниниң ғизалиништа диққәт қилишқа тегишлик ишлар

әгәр ата-анида вә бовақниң аилисидә сәзгүрлүк кесили болса, болупму кала сүти сәзгүрлүкини өз ичигә алған узуқлуқ сәзгүрлүклирини чоқум әстә тутуш керәк.

әгәр кала сүти сәзгүрлүки тәриқисидә дийагноз қойулса, бовақ сүт парашоки билән озуқлиниватқан болса, буни чоқум аммуний кислатаси мол болған пептид парашокларға өзгәртиш керәк. диққәт қилишқа тегишлики шуки, парашок дорилиридиму кала сүти ақсили молдур.

йәл санҗиқи бар бовақниң ата – аниси бир-икки һәптә сүт вә сүт мәһсулатлиридин пәрһиз тутуши керәк.

йәл санҗиқи бар бовақниң аниси диққәт қилишқа тегишлик ишлар төвәндикичә:

• күндә кәм дегәндә үч вақ тамақтин сирт йәнә, қошумчә ушшақ-чүшшәк йемәкликләрниму йейиши керәк. тамақни өз вақтида йейишкә диққәт қилиши лазим.

• шакилат, қәһвә, чай вә натрий қатарлиқ тәркибидә коффеин болған йемәк – ичмәкләрни азайтиң.

• һәр күни көп су ичиң. уссиғанлиқиңиз йетәрлик су ичмигәнликиздин дерәк бериду.

• әгәр сүний татлиқ тәм тәңшигүч ишлитиватқан болсиңиз, уларни азайтиң йаки ишләтмәң.

• әгәр һамилдарлиқ мәзгилидә бәдән еғирлиқиңиз көрүнәрлик ешип кәткән болса, аста-аста уруқлашқа тиришиң вә калорийә миқдариниң ешип кетишини чәкләштин сақлиниң.

емиватқан бовақларда йәл пәйда қилидиған йемәкликләр

һәм бала емитиватқан анида һәм бовақта йәл санҗиқи пәйда қилидиған йемәкликләр төвәндикичә:

• тала: кепәк, пурчақ вә данлиқ зираәт қатарлиқ йемәкликләр.

• брокколи, банан, алма, шаптул, нәшпүт, қуруқ үзүм, өрүк вә  қуруқ йәл ـ йемиш қатарлиқ мевә - чивиләр.

• корнус, йесивиләк вә бирйуссел майсиси қатарлиқ көктатлар.

• самсақлиқ вә дора - дәрманлиқ  йемәкликләр: макарна йемәкликлири йаки самсақ нениға охшиған самсақ тәмлик йемәкликләр.

• сүт, иримчик, қетиқ, марожни, сүт мәһсулатлири, казеин, пишлақ сүйи йаки тәркибидә натрий казеин маддиси бар һәр хил тәййар йемәкликләр.

• карбонланған ичимликләр.

• тухум, буғдай, йәр йаңиқи, пурчақ уйутмиси, белиқ вә дәрәх мевилирини өз ичигә алған йемәкликләр йәл вә башқа кесәлликләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин.

йемәкликләрни таллап узуқлиниш усули

аниға бәзи гуманлиқ йемәкликләрни тәдриҗий чәкләш арқилиқ дийагноз қойуш керәк. андин аниниң йемәк-ичмәк тизимликидин бәзи озуқлуқ маддиларни чиқириветиш  арқилиқ уни давалашқа башлаш керәк.

узуқлиниш усули вә бовақларниң йәл мәсилисини хатириләп меңиң. андин, нәтиҗисиниң қандақ болғанлиқини көрүш үчүн, икки һәптидин үч һәптигичә һәр қетим зийанлиқ бир йемәкликни тизимликтин чиқирип ташлаң. әгәр бовиқиңиз бу йемәкликкә сәзгүр болса, бир һәптә ичидә бовиқиңизниң йәл мәсилисиниң йахшиланғанлиқини көрисиз. (әслидә йемәклик сәзгүрлүки кесилигә гириптар болған бовақлардики кесәллик аламәтлириниң йоқилиши үчүн кәм дегәндә бир ай вақит кетиду.) бир һәптидин кейин, бовиқиңизниң қандақ инкас қайтуридиғанлиқини билиш үчүн, һелиқи тизимликтин чиқиривәткән йемәкликни қайта синап беқиң.

емиватқан бовақлардики йемәклик сәзгүрлүки

емиватқан бовақларниң % 2-3 и адәттә кала сүтигә сәзгүр келиду.

бала емитиватқан аниларниң йемәк-ичмәк тизимликидики тухум, буғдай, белиқ, йәр йаңиқи, қуруқ йәл - йемиш қатарлиқ йемәкликләр бовақларда сәзгүрлүк пәйда қилиши мумкин, әмма буниң тоғрилиқиға қарита күчлүк дәлил-испатлар анчә көп әмәс.

йемәкликкә қарита сәзгүрлүки бар бовақларда адәттә пәқәт йәл санҗиқила әмәс, тамақ йәп бир нәччә саәт ичидә чуқуқ, әсвә, қусуш, ич сүрүш йаки нәпәс қийинлишиш әһваллири көрүлиду. әгәр бовиқиңизда бу хил аламәтләрдин бирәрсиниң барлиқини байқисиңиз, дәрһал дохтуриңиздин мәслиһәт сораң. чүнки еғир йемәклик сәзгүрлүки бовиқиңизниң һайатиға хәвп елип келиши мумкин.

• надир  әһвалларда аниниң йегән йемәкликлири емиватқан бовақта сәзгүрлүк пәйда қилиши мумкин. буниң әң көп көрүлидиған аламәтлири бовақниң чоң тәритиниң йешил,  шилимшиқ суйуқлуқ шәклидә вә қан арилаш келишидур.

• сәзгүрлүкни кәлтүрүп чиқиридиған йемәкликләр сүт мәһсулатлири, пурчақ мәһсулатлири, буғдай вә тухум қатарлиқлардур. сәзгүрлүкни кәлтүрүп чиқиридиған аз учрайдиған йемәкликләр белиқ, орман йаңиқи, көммиқонақ қатарлиқларни өз ичигә алиду. сиз йегән һәрқандақ бир йемәклик бовақта сәзгүрлүк пәйда қилиши мумкин.

• бовиқиңиз сәмригән вә қан азлиқ әһвали көрүлмигән тәқдирдә балиңизниң сәзгүрлүк кесили созулма характерлик кесәлликләрни кәлтүрүп чиқармайду. шуңа бовиқиңизни емитишни тохтитишиңизниң һаҗити йоқ.

• барлиқ йемәклик бәлгилирини әстайидил оқуш арқилиқ гуманлиқ йемәк-ичмәкләрни узуқлиниш тизимликидин чиқирип ташлаш мәсилини һәл қилиду, әмма бовақниң кесәллик әһвалиниң йахшилиниши үчүн 4-6 һәптә вақит кетиши мумкин. йемәклик сәзгүрлүки мәсилисидә тәҗрибилик дохтур йаки озуқлуқ дохтуридин мәслиһәт сорап, йемәк-ичмикиңизни тәңшәш пиланиңизни түзсиңиз болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر