афродисиас қәдимки шәһири

биливелиң (24)

1949256
афродисиас қәдимки шәһири

афродисиас қәдимки шәһири

афродисиас қәдимки шәһирини даңлиқ фотограф ара гүләрниң  тасадипий байқиғанлиқини биләмсиз?

1958-йили журналист болған ара гүләр, бир қетимлиқ вәзипә өтәш сәпиридә йолидин езип қалиду. у арам алған йезида тарихий түврүкләр вә һәйкәлләрни көрүп, уларни рәсимгә тартиду. ара гүләр тартқан бу фото сүрәтләр дунйадики әң муһим радийо – телевизийәләр вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң диққитини қозғайду. ара гүләрниң паалийәтлири вә дунйа мәтбуатлириниң көңүл бөлүши нәтиҗисидә елип берилған тәтқиқатларда, бу тарихий харабиликләрниң миладидин илгирики 5-әсирдә қурулған  афродисиас қәдимки шәһиригә аит икәнлики испатлиниду.

афродисиас қәдимки шәһири, ғәрбий анадолудики айдин вилайитиниң караҗасу наһийәсидики гәйрә йезиси әтрапиға җайлашқан. афродисиас қәдимки шәһири, исмидинму мәлум болғинидәк, муһәббәт вә гүзәллик илаһи афродитеға беғишланған болуп, «афродитениң орни вә райони» дегән мәнини билдүриду.

афродисиас қәдимки шәһири, рим дәвридә «афродит ибадәтханиси» билән даң чиқарған вә наһайити тәрәққий қилған  бир шәһәрдур.

ара гүләр афродисиас қәдимки шәһирини байқиғандин кейин,  1960 – йилларниң башлиридин етибарән археолог пирофессор доктор кәнан тәвфиқ әримниң шәхсий тәшәббуслири нәтиҗисидә, афродисиас қәдимки шәһиридә археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири башлиниду.

нами афродисиас қәдимки шәһири билән бир гәвдилишип кәткән пирофессор доктор кәнан тәвфиқ әрим, нийу йорк университетида килассик дәвр профессори вә афродисиас қәдимки шәһирини археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлириниң мәсули сүпитидә таки 1990-йили вапат болғанға қәдәр вәзипә өтәйду.

әрим, өзиниң зийарәтлири, йазмилири вә нутуқлири арқилиқ афродисиас қәдимки шәһириниң дунйаниң һәрқайси җайлирида даңқ чиқириши вә археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлирини мәбләғ билән тәминләшкә зор төһпиләрни қошиду.

афродисиас қәдимки шәһири ибадәтханиси, һаммам вә агора , тәнтәрбийә мәйдани, 8000 кишилик тийатирхана, рим-везантийә дәврлири арисида соқулған сепиллар, акропол вә одеон һазирму қәд көтүрүп туруватқан йадикарлиқлардур.

дунйадики әң муһим қәдимий қурулушлар қатаридин орун алған харабиликниң әң көркәм йадикарлиқлиридин бири, шәһәрниң шималиға җайлашқан вә 30 миң киши сиғидиған тәнтәрбийә мәйдани болуп, узунлуқи 270 метир келиду.

археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири давамида қезивелинған асарә-әтиқиләр көргәзмә қилинидиған вә харабиликләр билән гирәлишип кәткән надир музейлардин бири болған афродисиас музейида, рим, везантийә вә дәсләпки ислам дәвридики асарә-әтиқиләр көргәзмә қилинмақта.

2004-йили мутәхәссисләрдин тәшкил тапқан заседателлар өмики тәрипидин «әң мунәввәр қәдимки он чоң шәһәр» тизимликигә киргүзүлгән афродисиас харабилики, 2017-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт оргини (UNESCO) ниң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликигә дахил қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر