мәвланани хатирләш күни

10 – 17 – декабир мәвлана җәлалиддин румини хатириләш күни вә шәби аруз.

1917266
мәвланани хатирләш күни

анадолуниң әң сөйүлгән дини рәһбири вә шаирлиридин бирси  болған мәвлана җәлалиддин румини рәһмәт тиләклиримиз билән әсләймиз.

униң сөзи бойичә «өлүм күни؛ сөйгүниниң висалиға йетидиған күн» болуп, у бу күндә йиғлаш вә азаблинишни мәний қилған иди. мәвлана җәлалиддин руминиң анадолу самасида йаңриған әқил дурданилири бүгүнки күндиму йалғуз бизниң дөлитимиздила әмәс, бәлки дунйаниң һәрқайси җайлирида  кәң йаңримақта. һәр йили 17 – декабир күни конйада өткүзүлидиған «шәби аруз» мурасимлириға дунйаниң һәрқайси булуң – пучқақлиридин миңларчә киши униң «мәйли ким болушиңдин қәтий нәзәр йәнә кәл!» дегән чариқириға аваз қошуп, бәс – бәстә иштирак қилмақта.

мәвлана җәлалиддин руминиң инсанниң қәдир - қиммитини алдинқи пиланға чиқиридиған пәлсәпәси дунйайимизни йорутуп кәлмәктә. биз мәвлана җәлалиддин румини йәнә бир қетим чоңқур һөрмәт вә аллаһтин рәһмәт тиләш билән йәнә бир қетим әсләймиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر