меңимизниң сағламлиқи һәрикәтлиримизгә бағлиқ

«гүзәл йеңилиқлар» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, биз меңимизниң сағламлиқини қоғдийалайдиған йаки қоғдийалмайдиғанлиқимиз һәққидә тохтилип өтимиз...

1835924
меңимизниң сағламлиқи һәрикәтлиримизгә бағлиқ

меңимизниң сағламлиқи һәрикәтлиримизгә бағлиқ

түркийә авази радийоси: һайат гүзәл, йеңи шәйиләрдин вақип болушму шундақ... һәрикәтлиримизгиму, иҗтимаий мунасивитимизгиму тәсир йәткүзидиған миҗәз - характер алаһидиликлиримизниң меңимизниң сағламлиқиға тәсир көрситидиғанлиқи илмий испатланди. ундақта, һәрикәтлиримиз арқилиқ меңимизниң сағламлиқини қоғдийаламдуқ?

сағлам йашиниш вә сағламлиқ мәсилилирини әң төвән чәккә чүшүрүш тоғрисидики тәвсийәләрниң ичидә тәнтәрбийә билән шуғуллиниш, сағлам ғизалиниш вә тәртиплиқ ухлаш қатарлиқ нурғун амиллар бар. ундақта, меңимизниң сағламлиқини қоғдаш үчүн немиләрни қилишимиз керәк? бир тәтқиқатқа асасланғанда, миҗәз - характер алаһидиликимизниң чоң меңиниң сағламлиқиға интайин күчлүк тәсир көрситидиғанлиқи ениқланди. башқичә ейтқанда, тәтқиқат нәтиҗиси, меңимизниң сағламлиқи үчүн узуқлинишқа әһмийәт бәргәнгә охшашла һәрикәт - муамилилиримизгиму диққәт қилишимиз керәкликини оттуриға қойди.

«немә терисаң шуни алисән»

бизниң вәқәләргә қайтуридиған инкасимизниң аччиқлиниш, етилиш вә рәнҗиш қатарлиқларни арқа көрүнүш қилидиғанлиқини нәзәрдә тутидиған болсақ, бу һессийатлар меңимиздики тәшвишни ашурувәткәнликтин, униң писхик мәсилиләрни шундақла чоң меңимизниң сағламлиқиға мунасивәтлик мәсилиләрни пәйда қилидиғанлиқини, һәтта бу җәрйанниң алзимер (унтуғақлиқ,билиш қалаймиқанчилиқи, дивәңлик) кесилигичә қарап тәрәққий қилиш мумкинчилкиниң барлиқини тәсәввур қилиш қийин әмәс.

«шәхс вә иҗтимаий психологийә» намлиқ писхологийә илмий журнлида елан қилинған тәтқиқат нәтиҗисигә асасланғанда, бәзи миҗәз – характер алаһидиликиниң йашниң чоңийишиға әгишип «йеник дәриҗидики билиш қалаймиқанчилиқи»ниң пәйда болушида рол ойнаш еһтималлиқи бар икән. мәзкур тәтқиқат, виҗданлиқ, очуқ - йоруқлуқ вә нерва аҗизлиқидин ибарәт үч муһим миҗәз алаһидиликиниң кишиләрниң кейинки һайатидики билиш сәвийәсиниң чекинишигә қандақ тәсир көрситидиғанлиқини нуқтилиқ тәкшүрүш темиси қилған.

миҗәз – характер алаһидилики адәмниң бесимға қарши күришигә тәсир көрситиду. тәтқиқатқа асасланғанда, нервиси аҗиз кишиләрниң турмушқа тәшвиш, аччиқлиниш вә ишәнчсизлик билән муамилә қилидиғанлиқи, виҗданлиқ кишиләрниң йуқири дәриҗидә өз- өзини тәрбийәләш иқтидариға игә икәнлики, очуқ – йоруқ кишиләрниң һайат вә җәмийәткә болған қизғинлиқи вә иҗтимаийлиқиниң йуқири болидиғанлиқи испатланди.

«йахши нийәтлик вә достанә болуш тәшвишни азайтиду»

йуқириқи тәкшүрүш нәтиҗисини муһакимә қилип, «иҗтимаий болуш, йахши нийәтлик болуш вә очуқ – йоруқ болуш әндишини азайтиду» дегән қарашни оттуриға қойған һәйдәрпаша нумунә тәлим – тәрбийә вә тәтқиқат дохтурханиси роһий кесәлликләр дохтури дотсент доктор меһрибан далқиран дурмуш, қайғу вә әндишиниң меңимизгә вә бәдинимизгә зийан йәткүзидиғанлиқини тәкитләп мундақ дәйду: «нерва характерлик мәсилиси бар кишиләр тәшвишлиниш, қайғурушқа майил болуп, уларни һессийати турақсиз кишиләр дейишкиму болиду. башқичә ейтқанда, бу әһвал һәммимиздә аздур – көптур бар. мән буни, бу әһвални йуқири дәриҗидә һес қилип йашаватқанларни көздәп тутуп дәватимән: тәшвиш һәқиқәтән чоң меңимизгә вә бәдинимизгә зийан йәткүзиду.

чүнки нурғун нерва аҗизлаш җәрйанлири, йәни һүҗәйриләрниң өзгириши чоң меңиниң һүҗәйрә қобуллиғучида өзгириш пәйда қилиду. қайғуруш вә тәшвишлиниш бесим вә кортизолни көчәйтиду. бу чоң меңә вә бәдәнгә зийан йәткүзиду. бу әһвал нурғун кесәлликләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин … диабит вә қан бесими қатарлиқ буларниң әң тонушлуқлири».

* * * * *

очуқ – йоруқ миҗәз - характергә игә болуш кишини алзимердин қоғдийалайду

мутәхәсисләр, иҗтимаий мунасивәтләрниң, очуқ – йоруқ вә йахши нийәтлик миҗәз - характергә игә болушниң бизни алзимер кесилидин қоғдийалайдиғанлиқини оттуриға қоймақта. лекин, маслишалмаслиқ, тез тәсиргә учраш, кишилик мунасивәттә интайин сәзгүр болуш, башқичә ейтқанда, нерва характерлик миҗәз - характергә игә болуш, писхологийәдә дейилгәндәк, бизниң иҗтимаий, актип вә үнүмлүк болушимизни тосиду. шуниң билән, биз асанла алзимер (билиш қалаймиқанчилиқи) кесилигә гириптар болимиз.

«очуқ - йоруқ вә маслишишчан болуш, бизни җәмийәттә техиму имканийәтлик сиҗиллиққа игә қилиду. билиш қалаймиқанчилиқи, йашанғанларда көрүлидиған девәңлик вә унтуш кесилиниң дәсләпки қәдими. дивәклик дегинимиз биз адәттә алзимер дәп атаватқан кесәлликни көрситиду».

бу хил кесәлликләрниң пассиплиқини каллимизда чоңайтиш арқилиқ өзимизни хоритишимизни арқа көрүнүш қилидиғанлиқини билдүргән дурмуш, бу ишниң формуласини чүшәндүрүп мундақ дәйду: «бизниң миҗәзимиз, характеримиз бар. шундақ, бәзи нәрсиләр туғма, биз уни өзгәртәлмәймиз. әмма һәрикитимизни өзгәртәләймиз. бизниң тәпәккуримизни, һәрикәтләндүргүч күчимизни, һессийатимизни өзгәртишимиз толиму мүшкүл. әмма биз аңлиқ һалда һәрикитимизни өзгәртимиз. биз буниң йахши әһвал әмәсликини билгинимиздә, бир амалларни қилип, уни өзгәртишимиз керәк.

башқилар вә өзимиз үчүн қилишқа тегишлик әң муһим иш, техиму иҗтимаий, техиму йахши нийәтлик вә очуқ-йоруқ болуштур. интайин өткүр чеграға игә болуш киши үчүн йахши болмаслиқи мумкин. әмәлийәттә, биз еластикилиқ адәм болушни нишан қилишимиз керәк... әгәр биздики мәсилә еғир болса, әлвәттә, писхикилиқ давалаш җәрйанини баштин кәчүрүш, бирәр мутәхәссисниң йардимини елиш пайдилиқтур».

* * * * *

мәнбә: TRT Haber



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر