меңә туманлирини тәбиий давалаш усуллири

шипа булиқи - 34

1818131
меңә туманлирини тәбиий давалаш усуллири

меңә туманлирини тәбиий давалаш усуллири

(доктор мәһмәт учар)

меңә туманлирини тәбиий давалаш усуллири төвәндикичә:

«меңә туманлири» ға, билиш иқтидарлири тосалғуға учрайдиған әһвал, дәп ениқлима берилиду. бу кишиләрниң билиш иқтидарлирида қийинчилиққа дуч келиватқанлиқидин вә нурғун созулма характерлик кесәлликләргә һәмраһ болуватқанлиқидин дерәк бериду. әслидә, меңә туманлири теббий раһәтсизлик аламити әмәс, пәқәт созулма характерлик кесәлликләрдин кейин көрүлидиған кесәллик аламәтлиридин биридур. бу аламәтләр төвәндикичә:

унтуғақлиқ, диққити чечилиш, зеһнини мәркәзләштүрәлмәслик,

ой-пикирлирини башқуруш вә сөз тепишта қийинлиш,

нәрсә – керәклирини тапалмаслиқ вә даим йоқитип қойуш, күндилик аддий ишлириниму бир - биригә арилаштуруветиш қатарлиқ әһвалларға дуч келиш,

қарар чиқириш, бир ишни башлаш йаки тамамлашта қийнилиш,

уйқу мәсилилиригә дуч келиш,

һәр күни әтигәндә күндилик һайатни дегүдәк һарғинлиқ, истәксиз вә нахуш һалда башлаш,

әндишә вә тәшвиш һалитиниң мәвҗутлуқи, пүткүл роһий дунйасини сәлбий пикирләр қаплап кетиш,

биһудә аччиқлиниш, һәддидин зийадә инкас қайтуруш,

барғансери зорийиватқан һарғинлиқ һес - туйғуси вә униң бәдәнни орувелиши,

күндүзлири ухлаш, қаймуқуш вә аңдики давалғушлар.

ундақта, меңә туманлирини қандақ давалаш керәк?

• меңә туманлирини давалашта диққәт қилишқа тегишлик әң муһим нуқта озуқлиништур. шекәрсиз вә сүтсиз йемәкликләр билән уда 3 ай узуқлиниш пирограммиси түзүш керәк. бу озуқлиниш пирограммиси, асаслиқи йеңи көктат вә мевә-чевиләрни, зәйтун йеғи, сериқ май, кокус қатарлиқ саламәтликкә пайдилиқ йағларни, мувапиқ ақсил мәнбәлирини, қуруқ йәл – йемишләрни өз ичигә алиду.

• әгәр созулма характерлик бесим болса, писхикилиқ бесимиңизни төвәнлитиш вә техиму йахши ухлаш адитини йетилдүрүш үчүн, йардәм алсиңиз болиду. әгәр ухлашта қийналсиңиз,  мелатонин йардими  билән бирликтә сумбул,  бадрәнҗибуйа, марҗангүл, арпибәдийан, сериқ қоңғурақбаш қатарлиқ өсүмлүкләр шипа болиду.

• һәммигә мәлумки, җисманий һәрикәтлириңизни ашуруш арқилиқ очуқ һавада қисқа муддәтлик 20 минутлуқ меңип бериш, меңә туманлириға пайдилиқтур. һәптә ахирлири сиртта, деңиз бойида, тәбиий муһит астида вақит өткүзүшму пайдилиқтур.

 меңә туманлириға қарши күрәш үчүн؛

• нәпәслиниш мәшиқи қилиң.

• меңиш йаки созулуш һәрикәтлиригә әһмийәт бериң.

• минерал маддилар мол болған йемәкликләр вә ичимликләрни истемал қилиң.

• сусиз қалмаң. суни көп ичиң.

• күндүзлири йетәрлик миқдарда ақсил истемал қилиң.

• чүшлүк тамақта асан һәзим болидиған йемәкликләрни йәң.

• шекәр истемалини азайтиң.

• уйқуңизға әһмийәт бериң.

• чай вә қәһвә истемалини азайтиң вә саәт 14:00 дин кейин ичмәң.

• мелатонин мол болған йемәкликләрни истемал қилиң. мәсилән, гилас, зәйтун, зәйтун йеғи, анар, брокколи, қуруқ йәл – йемиш, данлиқ зираәт түридики йемәкликләр вә меғиз қатарлиқлар.

• тириптофан мол болған йемәкликләрдин узуқлиниң. башқичә ейтқанда, һайванат ақсиллири, қуруқ йәл – йемишләр, пурчақ һәм данлиқ зираәт түридики йемәкликләрни истемал қилиң.

• үчәй сағламлиқиңизға көңүл бөлүң. сөңәк шорписи ичиң, ун сеғизи вә шекәр истемал қилмаң.

• шохла, чай, банан, тетитқу, қетиқ, пишлақ вә ситрис мевилири истемал қилишини азайтиң.

• тойунмиған йағ вә омега - 3 истемал қилишни көпәйтиң. мәсилән, белиқ, белиқ мейи, йаңақ, семизот, түрлүк меғизлар, қуруқ йәл – йемиш вә зиғир қатарлиқлар.

• ун сеғизини истемал қилмаң.

• ишқарлиқ йемәкликләрни истемал қилмаң.

• көп йәл кәлтүрүп чиқиридиған мәрвайитгүл, татлиқ зәнҗивил, алма вә пурчақ түридики йемәкликләрни чәклик миқдарда истемал қилиң.

• сап карбон су бирикмилири вә шекәрни күндилик һайатиңиздин чиқириветиң.

• серотонинниң миқдарини ашуридиған (тириптофан, ақсил вә B витамин мол (белиқ, деңиз мәһсулатлири, тухум , йәр мәдики қатарлиқ йемәкликләр) билән узуқлиниң.

• (белиқ , гөш , тухум , җигәр қатарлиқ) тәркибидә витамин B12 мол болған йемәкликләрни истемал қилиң.

• йопурмақ кислатаси мол болған йемәкликләрни истемал қилиң. мәсилән , көктат, җигәр, белиқ, қуруқ йәл – йемишләр, данлиқ зираәт түридики йемәкликләр қатарлиқлар.

• тәркибидә витамин B6 мол болған йемәкликләрни истемал қилиң. мәсилән, һайванат ақсиллири, татлиқ бәрәңгә, йилтиз көктатлири, қуруқ йәл – йемишләр, каштан, сәвзә, паләк, персейә нәшпүти қатарлиқлар.

• тәркибидә витамин C мол болған йемәкликләрни истемал қилиң. мәсилән, қизилмуч, көктат, мевә - чивә дегәндәк.

• тәркибидә селен мол болған йемәкликләрни истемал қилиң. мәсилән, муқатил, қуруқ йәл – йемишләр, тухум, йешил йопурмақлиқ көктатлар, қизил гөш, белиқ, деңиз мәһсулатлири, қара буғдай қатарлиқлар.

• тәркибидә йод мол болған йемәкликләрни истемал қилиң. мәсилән, белиқ, деңиз мәһсулатлири, арпибәдийан, йодлуқ туз  қатарлиқлар.

• тамака чәкмәң.

• татлиқ - турумларни ишләтмәң.

• даим чениқип бериң.

• йога мәшиқи қилиң вә чоңқур хийал сүрүң.

• бесимға тақабил турушни өгинивелиң.

чоң меңә туманлири қандақ тарқилиду?

бесимиңизни йахши башқуруң.

әгәр роһий зәхим кесилиңиз болса, давалиниң.

уйқу мәсилилириңизни һәл қилиң.

витамин вә минерал кәмчиликлириңизни толуқлаң.

әгәр сиздә һормон мәсилилири болса, давалинишқа алдираң.

чениқишқа сәл қаримаң.

үчәйгә шипалиқ өсүмлүкләрни тәңпуңлаштуруң.

техиму көп омега – 3 кә еришишкә тиришиң.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر